Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 127
Psal UyCyr 127:1  Нәқәдәр бәхитликтур Пәрвәрдигарға ихласи барлар, Нәқәдәр бәхитликтур Униң йолида маңғанлар.
Psal UyCyr 127:2  Бәрһәқ, әмгигиңларниң мевисини йәйсиләр, Ронақ тепип, бәхтияр болисиләр.
Psal UyCyr 127:3  Аялиңлар охшар мол мевә бәргән үзүм ғолиға, Зәйтун шехидәк көп болар балилириңлар йениңларда, Дәстихиниңларни чөрәдәп олтирар улар әтрапиңларда.
Psal UyCyr 127:4  Мана шундақ бәрикәт тапар Пәрвәрдигарға ихласмән адәм.
Psal UyCyr 127:5  Пәрвәрдигар Сиондин ата қилсун саңа бәхитни, Көргәйсән өмүр бойи ронақ тапқан Йерусалимни.
Psal UyCyr 127:6  Өмрүң йәткәй балаңниң балилириға, Теч-аманлиқ болғай исраилларға.