Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 39
Exod UyCyr 39:1  Көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин тоқулған рәхттин роһанийлар муқәддәс җайда вәзипә өтигәндә кийидиған муқәддәс кийимләр тикилди. Һарун үчүн тикилгән муқәддәс кийимләр Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғанлири бойичә қилинди.
Exod UyCyr 39:2  Ефод зәр жип, көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип вә кәндир жиптин тикилди.
Exod UyCyr 39:3  Қоли чевәр устилар алтунни непиз соқуп, инчикә тала қилип кесип, уни көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип вә кәндир жиплар билән арилаштуруп, ефодни тоқиди.
Exod UyCyr 39:4  Ефодниң икки данә мүрә тасмиси болди. Ефодниң алди вә кәйни қисми бу икки тасма арқилиқ туташтурулди.
Exod UyCyr 39:5  Униңдин башқа йәнә, бәлбағ тәйярланди. Бәлбағ зәр жип, көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип вә кәндир жиптин устилиқ билән тоқулди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғини бойичә қилинди.
Exod UyCyr 39:6  Икки данә йоллуқ һеқиқ алтун көзлүккә қоюлуп, исраилларниң он икки қәбилисиниң исимлири униң үстигә устилиқ билән тамғиға оюлған нәқишләрдәк оюлуп йезилди.
Exod UyCyr 39:7  Андин ефодниң икки данә мүрә тасмисиға қадилип, исраилларниң хатирә теши қилинди. Мана буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң әмри бойичә қилинди.
Exod UyCyr 39:8  Худаниң ирадисини билиш үчүн кийилидиған көкрәклик қоли чевәр устилар тәрипидин тикилди. Тикилиш усули ефод билән охшаш болуп, у зәр жип, көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип вә кәндир жип билән тикилди.
Exod UyCyr 39:9  Көкрәкликниң узунлуғи вә кәңлиги охшашла жигирмә бәш сантиметрдин қилинип, төрт булуңлуқ һәм икки қат, йәни янчуқлуқ қилип тикилди.
Exod UyCyr 39:10  Үстигә төрт қур қиммәтлик таш қадалди. Биринчи қурға қизил яқут, топаз вә зумрәт орнитилди.
Exod UyCyr 39:11  Иккинчи қурға көк қашташ, көк яқут вә алмас орнитилди.
Exod UyCyr 39:12  Үчинчи қурға сөсүн яқут, һеқиқ вә сөсүн кварц орнитилди.
Exod UyCyr 39:13  Төртинчи қурға рәңсиз яқут, йоллуқ һеқиқ вә йешил қашташ орнитилди. Буларниң һәммиси алтун көзлүккә елинип, көкрәкликкә қадалди.
Exod UyCyr 39:14  Исраилларниң он икки қәбилисиниң исми худди тамғиға оюлған нәқишләрдәк бу қиммәтлик ташларниң үстигә оюлуп йезилди.
Exod UyCyr 39:15  Көкрәкликни ефодқа бәкитиш үчүн сап алтундин ешилгән шойнидәк икки тал зәнҗир соқулди.
Exod UyCyr 39:16  Көкрәкликниң үсти тәрипи­дики икки бүҗигиниң һәр биригә бирдин алтун һалқа бәкитилди.
Exod UyCyr 39:17  Зәнҗирләр айрим-айрим һалда алтун һалқидин өткүзү­лүп,
Exod UyCyr 39:18  ефод тасмисиниң алди тәрипидики икки алтун көзлүккә уланди.
Exod UyCyr 39:19  Көкрәклик­ниң төвән тәрипидики икки бүҗәкниң ефодқа тегип туридиған ички йүзигә икки данә алтун һалқа бәкитилди.
Exod UyCyr 39:20  Шундақла йәнә ефодниң бәл қисмиға, йәни бәлбағниң жуқурисиғила икки данә алтун һалқа бәкитилди.
Exod UyCyr 39:21  Көкрәкликниң пулаңлап кәтмәй, ефодқа чаплишип туруши үчүн, көкрәкликтики һалқилар билән ефодтики һалқилар бир тал көк жип арқилиқ өз-ара уланди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигар­ниң Мусаға буйруғини бойичә қилинди.
Exod UyCyr 39:22  Тоқумичилар ефодниң ичигә кийилидиған периҗини тоқиди. Периҗиниң рәңги пүтүнләй көк болди.
Exod UyCyr 39:23  Периҗигә ойма яқа ечилип, житилип кәтмәслиги үчүн яқиниң чөрисигә пәваз тутулди.
Exod UyCyr 39:24  Периҗиниң аяқ пешигә көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жип вә кәндир жиптин анар нусхилиқ кәштиләр чүширилди.
Exod UyCyr 39:25  Сап алтундин қоңғурақлар ясилип, периҗиниң аяқ пешидики анар нусхилиқ кәштиләр оттурисиға бирдин есилди.
Exod UyCyr 39:26  Роһанийлиқ вәзиписини өтигәндә, кийилидиған бу периҗиниң пешигә новәт билән анар нусхилиқ кәштиләр тикилди вә алтун қоңғурақлар орнитилди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғини бойичә қилинди.
Exod UyCyr 39:27  Һарун вә униң оғуллири үчүн кәндир жиптин ич периҗә тикил­ди.
Exod UyCyr 39:28  Кәндир жиптин сәллә, баш кийим вә тамбалларму тәйярланди.
Exod UyCyr 39:29  Кәндир жип, көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жиптин бир бәлбағ тоқулуп, үсти кәштиләнди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғини бойичә қилинди.
Exod UyCyr 39:30  Сап алтундин бир тахтичә ясилип, униң үстигә «Пәрвәрдигарға аталди» дегән хәтләр тамғиға оюлғандәк оюлуп йезилди.
Exod UyCyr 39:31  Һәм көк рәңлик жип билән сәллигә тақап қоюлди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғини бойичә қилинди.
Exod UyCyr 39:32  Ибадәт чедири — Пәрвәрдигар билән учришиш чедириниң тәйярлиқ хизмәтлири пүтүнләй тамамланди. Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғанлирини исраиллар бир-бирләп орунлиди.
Exod UyCyr 39:33  Улар ибадәт чедири вә чедирниң барлиқ сайманлирини Мусаниң алдиға елип кәлди. Уларниң ичидә: илмәк, рама, тоғра балдақ, түврүк вә түврүк пути,
Exod UyCyr 39:34  қизил боялған қошқар терисидин ясалған йопуқ, нәпис ишләнгән терә йопуқ, йопуқ пәрдиси,
Exod UyCyr 39:35  пәризләрни салидиған келишим сандуғи, униң көтириш балдақлири вә ағзи, йәни «Меһир-шәпқәт тәхти»,
Exod UyCyr 39:36  үстәл, үстәлниң сайманлири, Худаға сунидиған нанлар,
Exod UyCyr 39:37  сап алтун чирақдан, униң сайманлири, чирақ, чирақ йеғи,
Exod UyCyr 39:38  алтун исриқдан, муқәддәс яғ, хушбой исриқ, ибадәт чедириниң кириш ағзиниң пәрдиси,
Exod UyCyr 39:39  мистин ясалған қурванлиқ суписи, қурванлиқ суписиниң мис тори, супиниң көтириш балдақлири вә униң барлиқ сайманлири, паклиниш деси вә дас қойғуч,
Exod UyCyr 39:40  һойлиниң чөрисидики пәрдә тосуқлар, пәрдә түврүклири вә түврүк путлири, һойлиниң кириш ағзиниң пәрдиси, чедирниң танилири вә қозуқлири,
Exod UyCyr 39:41  роһаний Һарун вә униң оғуллири муқәддәс җайда хизмәт өтигәндә кийидиған нәпис муқәддәс кийимләр бар еди.
Exod UyCyr 39:42  Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғанлирини исраиллар бир-бирләп орунлиди.
Exod UyCyr 39:43  Муса пүтүн нәрсиләрни көздин кәчүрүп, уларниң қилғанлириниң пүтүнләй Пәрвәрдигарниң әмри бойичә болғанлиғини көрүп, уларға бәхит тиләп дуа қилди.