Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GENESIS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 44
Gene UyCyr 44:1  Йүсүп ғоҗидариға: — Сән уларниң тағарлириға елип кетәлигидәк ашлиқ қачилап, пуллирини өз тағарлириға селип қой.
Gene UyCyr 44:2  Уларниң әң кичигиниң тағириға мениң күмүч җамим билән өз пулини селип қой! — дәп буйруқ қилди. Ғоҗидар буйруққа бенаән шундақ қилди.
Gene UyCyr 44:3  Әтиси таң сәһәрдә Йүсүпниң қериндашлири ешәклири билән йолға селип қоюлди.
Gene UyCyr 44:4  Улар шәһәрдин чиқип анчә жираққа бармайла, Йүсүп ғоҗидариға: — Сән дәрһал уларниң кәйнидин қоғлап берип, уларға: «Силәр немишкә яхшилиққа яманлиқ қилисиләр?
Gene UyCyr 44:5  Немишкә ғоҗайиним­ниң күмүч җамини оғрилап кетисиләр? Ғоҗайиним у җамда һәм шарап ичиду, һәм пал ачиду. Силәр еғир гуна өткүздүңлар!» дегин, — деди.
Gene UyCyr 44:6  Ғоҗидар уларға йетишкәндә, Йүсүпниң сөзини деди.
Gene UyCyr 44:7  Улар: — Ғоҗам, бу немә дегәнлири? Қуллири бундақ иштин неридур!
Gene UyCyr 44:8  Өзлиригә мәлумки, биз һәтта өткән қетимда тағарлиримизда пулларниң барлиғини көрүп, уни Қанандин қайтуруп әкәлгән турсақ, ғоҗайиниңизниң алтун-күмүчлирини йәнә оғриламтуқ?
Gene UyCyr 44:9  Әгәр өзлири қайсимизниң тағиридин җамини тепивалсила, шу өлүмгә мәһкүм болсун. Қалғанлиримизму өзлириниң қули болайли! — дейишти.
Gene UyCyr 44:10  Ғоҗидар: — Бу сөзүңларға қошулимән, амма җамни оғрилиған кишинила елип қалимән. Қалғанлириңлар қайтип кәтсәңлар болиду, — деди.
Gene UyCyr 44:11  Буниң билән көпчилик дәрһал өз тағарлирини йәргә чүши­рип ачти.
Gene UyCyr 44:12  Ғоҗидар чоңиниң тағиридин башлап таки әң кичигиниң­кигичә инчикиләп ахтурди. Ахирда күмүч җамни Биняминниң тағиридин тепивалди.
Gene UyCyr 44:13  Қериндашлар үмүтсизләнгән һалда кийим­лирини житишип, жүк-тақилирини ешәклиригә артип, йәнә шу шәһәргә қайтип келишти.
Gene UyCyr 44:14  Йәһуда вә қериндашлири Йүсүпниң алдиға қайтип барғинида, Йүсүп техи өйидә еди. Улар өзлирини униң алдиға ташлап йәргә атти.
Gene UyCyr 44:15  Йүсүп уларға: — Силәрниң бу немә қилғиниңлар? Маңа охшаш жуқури мәртивидики бир кишиниң силәрниң жүрүш-турушуңларға пал ачалайдиғанлиғини билмәттиңларму? — деди.
Gene UyCyr 44:16  Йәһуда җававән: — Әй алийлири, биз бу ишқа немә дәләләймиз? Уни алмидуқ дәп қандақму өзимизни ақлалаймиз? Худа қуллириниң гунайини ечип ташлиди, әнди җам чиққан кишила әмәс, һәммимиз өзлириниң қули болғаймиз! — деди.
Gene UyCyr 44:17  Йүсүп уларға: — Яқ! Һәргиз ундақ қилмаймән. Пәқәт җамни алған киши маңа қул болсун. Қалғанлириңлар атаңларниң йениға аман-есән қайтип кетиңлар, — деди.
Gene UyCyr 44:18  Йәһуда Йүсүпниң алдиға берип: — Әй алийлири, өзлиригә әһвални очуқ баян қилишимға рухсәт қилғайла. Өзлири падиша билән баравәр, қуллириға рәһим қилғайла!
Gene UyCyr 44:19  Өзлири биздин: «Силәрниң атаңлар яки башқа қериндашлириңлар барму?» дәп сориғанлирида,
Gene UyCyr 44:20  биз: «Қерип қалған атимиз вә атимиз қерип қалғанда тапқан бир кичик инимиз бар. Бу инимизниң бир қосақтин болған акиси өлүп кәткән. У уларниң анисидин қалған бирдин-бир бала, шуңа атимиз униңға бәк амрақ», дегән едуқ.
Gene UyCyr 44:21  Өзлири биз қуллириға: «Уни елип келиңлар, өз көзүм билән көрәй», дәп тапилиған едила.
Gene UyCyr 44:22  Лекин биз бу балиниң атиси­дин айрилалмайдиғанлиғини, әгәр айрилса, атимизниң чоқум өлидиған­лиғини ейтқинимизда,
Gene UyCyr 44:23  өзлири биз қуллириға: «Кичик иниңларни елип кәлмигичә, үзүмгә қариғучи болмаңлар!» дегән едила.
Gene UyCyr 44:24  Биз атимизниң йениға берип, өзлириниң сөзлирини йәткүздуқ.
Gene UyCyr 44:25  Кейин у бизни йәнә ашлиқ әкелишкә буйруғанда,
Gene UyCyr 44:26  биз униңға: «Инимиз биз билән биллә бармиғичә, биз у кишиниң үзигә қаралмаймиз. Кичик инимиз биз билән биллә бармиса, бизму бармаймиз», дегән едуқ.
Gene UyCyr 44:27  Қуллириниң атиси бизгә: «Силәргә мәлумки, аялим Раһилә маңа пәқәт икки оғул туғуп бәрди.
Gene UyCyr 44:28  Уларниң бири мәндин җуда болди. У мәндин айрилғандин кейин, уни қайта көрмидим. У чоқум жиртқуч һайванларға йәм болди.
Gene UyCyr 44:29  Әгәр силәр бу оғлумни мәндин елип кетип, уму йолда бирәр көңүлсизликкә йолуқуп қалса, қериғинимда һәсрәт чекип, өлүп кетимән», дегән еди.
Gene UyCyr 44:30  Әнди ойлап бақсила! Әгәр биз бу балини елип кәтмисәк, қуллириниң атиси бу балиниң қайтип кәлмигәнлигини көрүпла, һаятидин айрилиду. Чүнки униң һаяти бу балиниң тәғдиригә бағлиқ.
Gene UyCyr 44:31  Атимиз билән көрүшкинимиздә, инимиз йоқ болса, у һәсрәт чекип өлүп кетиду. Униң өлүшигә биз сәвәпчи болған болимиз.
Gene UyCyr 44:32  Қуллири атамға кепиллик берип: «Әгәр балини қайтуруп кәлмисәм, өмүрвайәт әйиплик болуп кетәй», дегән едим.
Gene UyCyr 44:33  Шуңа, әй алийлири, бу бала үчүн қуллири қелип, өзлиригә қул болсун. У бала болса акилири билән биллә қайтип кәтсун!
Gene UyCyr 44:34  Әгәр бу бала мән билән биллә кәтмисә, мән атамниң үзигә қандақ қаралаймән? Мән атамниң бундақ бала-қазаға учришиға чидап туралмаймән! — деди.