Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 13
Psal UyCyr 13:1  Ахмақлар көңүллиридә дейишәр «йоқтур Худа». Жиркиничлик, яман болуп қилмишлири, Маңмиғандур уларниң бирсиму тоғра йолда.
Psal UyCyr 13:2  Пәрвәрдигар асмандин инсанға селип нәзәр, Худани издигүчи әқиллик адәм издәр.
Psal UyCyr 13:3  Азғундур һәммиси, бирдәк бузулған, Бириму йоқтур һәтта тоғра йолда маңған.
Psal UyCyr 13:4  Чүшәнмәсму әҗәва қилмишлирини яманлар?! Улар мениң хәлқимни нан йегәндәк йәп жутар, Пәрвәрдигарға ибадәт қилмас әсла улар.
Psal UyCyr 13:5  Һәққанийлар билән биргә болғач Худа, Ахмақларни вәһимә басмақта мана.
Psal UyCyr 13:6  Йоқатмақчимусиләр арзулирини езилгәнләрниң? Амма Пәрвәрдигар панайидур уларниң.
Psal UyCyr 13:7  Исраилларға ниҗатлиқ Сиондин чиқип кәлсә еди! Пәрвәрдигар азатлиққа чиқарғинида зулумдики хәлқини, Шатлинар исраиллар — сөйүнәр Яқуп әвлади.