Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 52
Psal UyCyr 52:2  Ахмақлар өз көңлидә «Худа йоқ» дәр, Әслидә улар яман, бузуқлардур. Улардин бирму тоғра йолда маңғучи йоқтур.
Psal UyCyr 52:3  Инсанға нәзәр салар Пәрвәрдигар асмандин, Бармиду дәп, Маңа тәлпүнгән бирәр әқиллик улардин.
Psal UyCyr 52:4  Амма улар бузулған болуп яман, азғучи, Һәтта уларниң бириму әмәс тоғра йолда маңғучи.
Psal UyCyr 52:5  Билмәсму, әҗәва, Худаниң барлиғини яманлар! Улар булап хәлқимни, нандәк езип йәп-жутар, Әсла дуа-тилавәт қилмас Худаға улар.
Psal UyCyr 52:6  Басар уларни шунчә күчлүк вәһимә, Һәтта һечбир қорқунуч йоқ йәрдә. Чүнки, әй Исраил, йәнчиветәр Худа Сени қоршавға алғанларниң устиханлирини. Сән дәрвәқә уятта қалдурисән уларни, Чүнки Худа рәт қилғандур яманлиқ қилғучиларни.
Psal UyCyr 52:7  Еһ, Сиондин чиқип кәлсә еди ниҗатлиқ исраилларға! Яқуп әвлатлири шатлинар, исраиллар чөмәр хошаллиққа, Худа қуллуқтики хәлқини азатлиққа чиқарғанда.