Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 100
Psal UyCyr 100:1  Күйләймән мәңгүлүк муһәббәт вә адалитиңни, Әй Пәрвәрдигар күйлиримгә қатимән Сени.
Psal UyCyr 100:2  Йолум тоғра болсиму еһтият қилип маңимән, Пәрвәрдигар қачанму ярдәмгә келәрсән?
Psal UyCyr 100:3  Хиялимға кәлмәс әсла әхлақсизлиқ қилмиш, яманлиқ, Йолдин чиққан азғунларға нәпритим бар шунчилик, Улар қилған гуналарға һәвәсим йоқ қилчилик.
Psal UyCyr 100:4  Көңлүм мениң әгриликтин халидур, Һәм һәммә яманлиқтин жирақтур.
Psal UyCyr 100:5  Башқиларға кимки төһмәт әйлисә йоқ қилармән уни дүшмән билип, Көрсәм әгәр һали үстүн, мәнмәнчини туралмасмән сүкүт қилип.
Psal UyCyr 100:6  Ким асмандики Худаға садиқ болса, Уларға өз ордамдин орун беримән. Тоғра, һәқ йолда маңғанларни, Мениң хизмитимгә қойимән.
Psal UyCyr 100:7  Һелигәрләргә ордамда орун йоқтур, Ялғанчилар һозурумда болалмастур.
Psal UyCyr 100:8  Зиминимдин йоқ қилимән яманларни һәр сәһәрдә, Бирму яман қалмас һәтта Пәрвәрдигарниң шәһиридә.