Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 120
Psal UyCyr 120:1  Көзлиримни тикимән тағларға, Қәйәрдин келәр дәп ярдәм маңа.
Psal UyCyr 120:2  Пәрвәрдигарла қилар ярдәмни, У яратқандур асман-зиминни.
Psal UyCyr 120:3  Сақлар У тейилиштин путлириңни, Сәгәк туруп қоғдайду сени.
Psal UyCyr 120:4  Билгинки, қоғдиғучи исраилларни, Ухлимас, рәт қилғандур уйқуни.
Psal UyCyr 120:5  Қоғдиғучиңдур Пәрвәрдигар, Оң йениңда сайивән болуп турар.
Psal UyCyr 120:6  Зиян йәткүзәлмәс саңа қилчә, Ай вә қуяш, кечә вә күндүз.
Psal UyCyr 120:7  Яманлиқлардин қоғдайду Пәрвәрдигар, Һәм җениңни У аман қилар.
Psal UyCyr 120:8  Нәзәр селип Пәрвәрдигар жүрүш-турушуңға, Бүгүндин та әбәткичә алар сени Өз панайиға.