Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 128
Psal UyCyr 128:1  «Яшлиғимдин тартип маңа көп қетим, Зиянкәшлик қилип кәлгән еди улар». Аһ исраиллар шундақ дәңлар!
Psal UyCyr 128:2  «Яшлиғимдин тартип маңа көп қетим, Зиянкәшлик қилип кәлгән болсиму улар, Бирақ ғалибә қилалмиди үстүмдин зинһар».
Psal UyCyr 128:3  Соқа һайдиғучи йәрни чоңқур ағдурған кәби, Қамчида улар дүмбәмгә излар салди.
Psal UyCyr 128:4  Адаләтлик, һәққанийдур Пәрвәрдигар, Яманларниң асаритини У сундурар.
Psal UyCyr 128:5  Сионға нәпрәт билән қарайдиғанлар, Рәсва қилинип арқисиға чекиндүрүлсун.
Psal UyCyr 128:6  Худди өгүздә үнүп қалған чөпләрдәк Орулмай туруп улар солушуп қалсун.
Psal UyCyr 128:7  Чөп ориғучи чөпни жиғса бир тутамму чиқмисун. Чөп бағлиғучи бағлиса бир бағламға тошмисун.
Psal UyCyr 128:8  Йолдин өткәнләр демәс бу қутлуқ тиләкни уларға: «Егимиз бәрикәт бәрсун ишиңларға, Силәргә бәхит тиләймиз Пәрвәрдигарниң намида».