Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 137
Psal UyCyr 137:1  Чин қәлбимдин тәшәккүр ейтимән Саңа, Күйләймән Сени пәриштиләр алдида.
Psal UyCyr 137:2  Муқәддәс ибадәтханаңға қарап сәҗдә қилимән Саңа, Садақитиң, муһәббитиң үчүн шүкүр ейтимән намиңға, Сөзүң билән намиңни қилдиң һәммидин әла.
Psal UyCyr 137:3  Бәрдиң җавап налә қилған чеғимда, Җасур қилдиң күч-қувәт берип маңа.
Psal UyCyr 137:4  Аңлиғач улар Сениң сөзүңни, әй Пәрвәрдигар, Апирин ейтар Саңа аләмдики падишалар.
Psal UyCyr 137:5  Улуқ болғач Пәрвәрдигарниң шан-шәриви, Күйләр улар Униң иш-излирини.
Psal UyCyr 137:6  Бүйүклүктә болсиму Пәрвәрдигар, Кәмтарларға ғәмхорлуқ қилар, Тәкәббурлардин жирақ турар.
Psal UyCyr 137:7  Жүрсәмму гәр азапларда мән, Өзәң мени роһландурисән. Тосап Сән дүшмәнлирим ғәзивини, Қутқузисән оң қолуң билән мени.
Psal UyCyr 137:8  Әмәлгә ашурар Пәрвәрдигар мән һәққидики планини, Мәңгүлүктур меһир-муһәббитиң, әй Пәрвәрдигар, Рәт қилма Өз қолуңда яраттиң мени.