Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 81
Psal UyCyr 81:1  Худа баш болуп олтирип асмандики мәҗлистә, Дәйду мундақ һөкүмдарларға:
Psal UyCyr 81:2  «Наһәқ һөкүм чиқирисиләр қачанғичә? Яманларға ян басисиләр нә чаққичә? Селаһ
Psal UyCyr 81:3  Житим-йесир, намратларға көрситиңлар адаләтни, Ақлаңлар езилгәнләр вә аҗизларни.
Psal UyCyr 81:4  Мискин вә йоқсулларни қутқузуңлар, Яманлардин уларни азат қилиңлар.
Psal UyCyr 81:5  Надан вә билимсиздур уларниң һәммиси, Маңар улар зулмәт ара, тәврәр йәрниң һуллири.
Psal UyCyr 81:6  Дегән едим силәргә: Силәр ‹илаһлар›, Һәммиңлар улуқ Худаниң ‹пәрзәндисиләр›!
Psal UyCyr 81:7  Лекин силәрму башқа бәндиләрдәк өлисиләр, Худди барлиқ һөкүмранлардәк түгәйсиләр».
Psal UyCyr 81:8  Сорақ қилғин йәр йүзигә келип әй Худа, Чүнки пүткүл хәлиқләр тәвәдур Саңа.