Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 121
Psal UyCyr 121:1  Шатланған едим, дегинидә кишиләр маңа: «Барайли Худаниң өйи — ибадәтханиға».
Psal UyCyr 121:2  Әй Йерусалим, дәрвазаңниң ичидә туримиз әнди мана!
Psal UyCyr 121:3  Йерусалим — рәтлик селинған пухта бир шәһәр.
Psal UyCyr 121:4  Келәр қовумлар, Пәрвәрдигарниң қовумлири униңға, Келәр берилгән пәрман бойичә Исраилға, Шүкүр ейтиду улар Пәрвәрдигарниң намиға.
Psal UyCyr 121:5  Әй Йерусалим, һөкүм чиқирилсун дәп сәндә, Тәхт селинди Давут җамаитидикиләргә.
Psal UyCyr 121:6  Йерусалимниң тиничлиғи үчүн мундақ дуа ейтилсун: «Сени сөйгәнләр ронақ тапсун,
Psal UyCyr 121:7  Қорған ичи аман болсун, Ордилири ават болсун!»
Psal UyCyr 121:8  Қериндаш вә достлирим сәндә турғачқа, Тиләймән: «Течлиқ болсун Йерусалимда».
Psal UyCyr 121:9  Пәрвәрдигаримизниң өйи сәндә болғачқа, Әй Йерусалим, бәхит тиләймән саңа.