Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 147
Psal UyCyr 147:1  Әй Йерусалим, Пәрвәрдигарни алқишла, Әй Сион, мәдһийә оқи Худайиңға.
Psal UyCyr 147:2  Чүнки Пәрвәрдигар дәрваза тақақлириңни мәккәм қилар, Сепил ичидики пәрзәнтлириңгә бәхит ата қилар.
Psal UyCyr 147:3  У чегарилириңғичә теч-аманлиқ елип келәр, У силәрни буғдайниң есили билән тәминләр.
Psal UyCyr 147:4  Худа йәр йүзигә әмир қилар, Әмри тез берип әмәлгә ашар.
Psal UyCyr 147:5  Пәрвәрдигар ақ жуңдәк аппақ қарни яғдурар, Нәпис қируни пүткүл зиминға күлдәк чачар.
Psal UyCyr 147:6  Мөлдүрләрни нан угақлиридәк чечиветәр, Кимму Униң соғиға бәрдашлиқ берәр.
Psal UyCyr 147:7  Пәрвәрдигар сөзи билән еритар уларни, Шамили билән аққузар суларни.
Psal UyCyr 147:8  У Өзиниң сөзини йәткүзәр Яқупниң нәслигә, Пәрман һәм пәризлирини аян қилар исраил хәлқигә.
Psal UyCyr 147:9  Пәрвәрдигар башқа хәлиққә һечқачан бундақ муамилә қилған әмәс, Униң пәризлирини башқиларму һәм билгән әмәс. Һәмдусаналар болсун Пәрвәрдигарға.