Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 149
Psal UyCyr 149:1  Ейтиңлар Пәрвәрдигарға һәмдусана, Ейтиңлар Пәрвәрдигарға атап йеңи бир нахша, Мәдһийиләңлар Уни садақәтмәнләр арисида.
Psal UyCyr 149:2  Хошал болсун исраиллар Яратқучисидин, Шатлансун Сионниң пәрзәнтлири падишаси Худадин.
Psal UyCyr 149:3  Мәдһийилисун Худани улар уссул ойнап, Алқиш күйи чалсун дап, лирада Униңға атап.
Psal UyCyr 149:4  Чүнки Пәрвәрдигар Өз қовумидин сөйүнәр, Кәмтарларға ниҗатлиқ таҗини кийдүрәр.
Psal UyCyr 149:5  Шатлансун бу шөһрәттин садиқ болғанлар Худаға, Ейтсун нахша хошаллиқтин орунлирида ятқанда.
Psal UyCyr 149:6  Чүшәрмәс улар еғизлиридин улуқлашни Худани, Чүшәрмәс улар қоллиридин қош бислиқ қиличлирини.
Psal UyCyr 149:7  Елиш үчүн бойсунмас қовумлардин өчини, Бәрмәк үчүн уларниң һәм әдивини,
Psal UyCyr 149:8  Зәнҗир билән бағлап уларниң шаһлирини, Төмүр кишән билән кишәнләр есилзадилирини.
Psal UyCyr 149:9  Иҗра қилар йезилған һөкүмни уларға, Мәнсүптур бу шәрәп Худаниң садақәтмәнлиригә. Ейтиңлар һәмдусана Пәрвәрдигарға.