Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 23
Psal UyCyr 23:1  Пәрвәрдигарға тәвәдур дуния, униңдики барлиқ мәвҗудат, Йәр йүзи һәм униңда яшиғучи һәммә мәхлуқат.
Psal UyCyr 23:2  Чүнки У деңизлар үстигә қурғандур җаһанни, Чоңқур сулар үстидә мустәһкәм қилғандур уни.
Psal UyCyr 23:3  Пәрвәрдигарниң Сион теғиға кимму чиқалар? Муқәддәс ибадәтханисида кимму ибадәт қилалар?
Psal UyCyr 23:4  Ибадәт қилалар қоли пак, қәлби сап болған, Сахтиға көңүл бәрмигән, Ялғандин қәсәм ичмигән инсан.
Psal UyCyr 23:5  Ундақ адәмләр Худадин бәхит тапар, Ниҗаткари Худа тәрипидин ақлинар.
Psal UyCyr 23:6  Мошундақ адәмләр тәлпүнәр Худаға, Әй Яқуп етиқат қилған Худа, Тәлпүнгүчиләрдур улар җамалиңға. Селаһ
Psal UyCyr 23:7  Ечилиңлар, әй дәрвазилар, Ечилиңлар, әй әбәдийлик ишикләр! Шавкәтлик Падиша кирип кәлсун.
Psal UyCyr 23:8  Бу шану-шавкәтлик Падиша кимдур? У күчлүк, қудрәтлик Пәрвәрдигардур, У җәң мәйданидики қадир Пәрвәрдигардур.
Psal UyCyr 23:9  Ечилиңлар, әй дәрвазилар, Ечилиңлар, әй әбәдийлик ишикләр! Шавкәтлик Падиша кирип кәлсун.
Psal UyCyr 23:10  Бу шану-шавкәтлик Падиша кимдур? У қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигардур, У бирдин-бир шавкәтлик Падишадур. Селаһ