Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 110
Psal UyCyr 110:1  Һәмдусана ейтиңлар Пәрвәрдигарға! Һәқ йолдики җамаәт арисида, Шүкүр ейтимән ихлас билән Худаға.
Psal UyCyr 110:2  Улуқтур Пәрвәрдигарниң биз үчүн қилғанлири, Буни тилға елишар уларниң қәдрини билгәнлири.
Psal UyCyr 110:3  Пәрвәрдигарниң әҗри һәйвәт, шәрәпликтур, Униң һәққанийлиғи мәңгүлүккә давам қилур.
Psal UyCyr 110:4  Мөҗүзилирини кишиләрниң есигә салар, Рәһимдил, шәпқәтликтур Пәрвәрдигар.
Psal UyCyr 110:5  Худа берәр ихласмәнлириниң рисқини, Та әбәт есидә тутар Өз келишимини.
Psal UyCyr 110:6  Пәрвәрдигар көрсәтти Өз қовумиға қудритини, Елип берип уларға ятларниң зиминини.
Psal UyCyr 110:7  У адил, вападар һәрбир ишида, Ишәнч бардур йол-йоруқлирида.
Psal UyCyr 110:8  Давамлишар улар мәңгү, та әбәдкә, Орунлинар улар дурус, садақәтликтә.
Psal UyCyr 110:9  Муқәддәс, сүрлүктур Худа! Қутулуш бәрди Өз қовумиға, Келишимини бәкитти һәм мәңгүгә.
Psal UyCyr 110:10  Даналиқ Пәрвәрдигарға ихласмәнликтин башлинур, Әмригә әмәл қилғучилар һекмәтлик болур. Пәрвәрдигарға аталған һәмдусаналар мәңгүлүк болур.