Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 111
Psal UyCyr 111:1  Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтиңлар! Нәқәдәр бәхитликтур Пәрвәрдигарға ихласи барлар, Униң әмирлиригә бойсунуштин сөйүнидиғанлар.
Psal UyCyr 111:2  Күчлүк болар зиминда уларниң әвлатлири, Бәхитликтур дурус йолда маңғанлири.
Psal UyCyr 111:3  Өйлири байлиққа толуп, дөләтмән болар, Уларниң һәққанийлиғи мәңгүлүк болар.
Psal UyCyr 111:4  Қараңғулуқта нур чечилар дурус йолда маңғанларға, Рәһимдил, шәпқәтлик, һәққанийдур Худа.
Psal UyCyr 111:5  Сахавәтлик, мәрт адәм бәхитлик болар, Адил иш қилидиғанлар ронақ тапар.
Psal UyCyr 111:6  Һәққанийлар әбәдий мәғлуп болмас, Һәққанийлар мәңгүгә унтулмас.
Psal UyCyr 111:7  Қорқуп кәтмәс шум хәвәр кәлсә уларға, Көңли тоқтур уларниң таянғач Пәрвәрдигарға.
Psal UyCyr 111:8  Ирадиси мустәһкәмдур уларниң, Қорқмайду әсла, Көрәр мәғлубийитини дүшмәнлириниң.
Psal UyCyr 111:9  Мәрттур улар, йоқсулларға берәр сәдиқә, Мәңгү унтулмас һәққанийлиғи уларниң, Қудрәт тепип, еришәр һөрмитигә кишиләрниң.
Psal UyCyr 111:10  Буни көрүп чидимайду рәзилләр, Аччиғида өз гөшини өзи йәр, Аҗизлишип үмүтлири үзүләр.