Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 140
Psal UyCyr 140:1  Пәрвәрдигар мән налә қилдим Саңа, Кәлсикән дәп Сени тездин йенимға, Аңлисаңчу авазимни Саңа налә қилғинимда.
Psal UyCyr 140:2  Қобул қилғин исриқ кәби мениң дуайимни, Кәчтә қилған қурванлиқ кәби көтирилгән қоллиримни,
Psal UyCyr 140:3  Пәрвәрдигар, бир күзәтчи турғузғин ағзимға, Қаравулда турсун у ләвлирим дәрвазиси алдида.
Psal UyCyr 140:4  Рәзилликкә майил қилип мәйлимни, Яманлиқ қилишқа йол қойма мени. Явузларға шерик қилма көңлүмни, Йегүзмигин һәм уларниң немәтлирини.
Psal UyCyr 140:5  Мени урса һәққаний, у бәргәндәк болар маңа меһрини, Тәнқитлири билинәр бешимға есил майни қуйғандәк, Түзитишини рәт қилип чайқимаймән бешимни, Болсамму гәр қийинчилиқта тохтатмасмән йәнила дуайимни.
Psal UyCyr 140:6  Худди қезилип чиққан ташлардәк соқа йәрни ағдурғанда, Устиханлири чечилип ятар гөр алдида. Ташлаветилсә ярлардин уларниң һакимлири, Һәқиқәт болғач сөзүм қалғанлар чүшинәр уни.
Psal UyCyr 140:7  Худди қезилип чиққан ташлардәк соқа йәрни ағдурғанда, Устиханлири чечилип ятар гөр алдида. Ташлаветилсә ярлардин уларниң һакимлири, Һәқиқәт болғач сөзүм қалғанлар чүшинәр уни.
Psal UyCyr 140:8  Лекин Егәм Пәрвәрдигар тәлмүрүп қараймән Саңа, Сәндин пана издәймән, мени панасиз қалдурма.
Psal UyCyr 140:9  Сақла мени уларниң маңа қурған қилтақлиридин, Яманлиқ қилғучиларниң қапқанлиридин.
Psal UyCyr 140:10  Яманлар чүшсун өзи қурған қапқанға, Мән өтүп кетәй у хәтәрдин дайима.