Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 145
Psal UyCyr 145:1  Ейтиңлар Пәрвәрдигарға һәмдусана, Әй қәлбим мәдһийәңни яғдур Униңға!
Psal UyCyr 145:2  Өмүрвайәт мәдһийиләймән Пәрвәрдигарни, Җан тәндә болсила күйләймән Худайимни.
Psal UyCyr 145:3  Ишәнч бағлима шаһзадиләргә, Ниҗатлиқ берәлмәйдиған бәндиләргә.
Psal UyCyr 145:4  Тиниғи тохтиши биләнла қайтар улар топраққа, Шу күнила барчә планлири чиқар йоққа.
Psal UyCyr 145:5  Бәхитликтур Яқупни таллиған Худани мәдәткарим дәп билгәнләр, Үмүтини Егиси Пәрвәрдигарға бағлиған адәмләр.
Psal UyCyr 145:6  Яратқандур Пәрвәрдигар асман вә зиминни, Деңизни вә униңдики һәммә мәвҗудатларни, У мәңгү унтумас қилған вәдисини.
Psal UyCyr 145:7  Йәткүзәр езилгәнләрни адиллиққа, Рисқ берәр ач қалғанларға, Азатлиқ ата қилар мәһбусларға.
Psal UyCyr 145:8  Ачар Пәрвәрдигар қарғуларниң көзини, Руслар егилгәнләрниң қәддини. Сөйәр тоғра йолда маңғанларни.
Psal UyCyr 145:9  Қоғдар Пәрвәрдигар мусапирларни, Қоллар тул хотун, житим-йесирларни. Лекин тосар яманларниң йолини.
Psal UyCyr 145:10  Һөкүмрандур Пәрвәрдигар әвлаттин-әвлатқичә, Әй Сион, сениң Худайиң һөкүм сүрәр мәңгүгә. Ейтиңлар Пәрвәрдигарға һәмдусана!