Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOSHUA
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 21
Josh UyCyr 21:1  Лавий қәбилисиниң ақсақаллири Қанан зиминидики Шило шәһиридә туруватқан роһаний Әлъазар, Нунниң оғли Йошува вә исраилларниң ақсақаллириниң алдиға келип, уларға: — Пәрвәрдигар Муса пәйғәмбәргә биз яшайдиған шәһәр вә мал-чарвилиримизни бақидиған отлақ беришни буйруған еди, — деди.
Josh UyCyr 21:2  Лавий қәбилисиниң ақсақаллири Қанан зиминидики Шило шәһиридә туруватқан роһаний Әлъазар, Нунниң оғли Йошува вә исраилларниң ақсақаллириниң алдиға келип, уларға: — Пәрвәрдигар Муса пәйғәмбәргә биз яшайдиған шәһәр вә мал-чарвилиримизни бақидиған отлақ беришни буйруған еди, — деди.
Josh UyCyr 21:3  Шуниң билән исраиллар Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә Лавий қәбилисигә өзлиригә тәхсим қилип берилгән зиминдин төвәндики шәһәрләрни вә отлақларни айрип бәрди.
Josh UyCyr 21:4  Чәк ташлаш арқилиқ Лавий қәбилисниң Қоһат җамаитидин болған Һарунниң әвлатлириға Йәһуда, Шимон вә Бинямин қәбилисигә тәхсим қилип берилгән зиминдики 13 шәһәр айрип берилди.
Josh UyCyr 21:5  Йәнә чәк ташлаш арқилиқ Қоһат җамаитиниң башқа әвлатлириға Әфрайим, Дан вә Манассә қәбилисиниң ғәрбий йеримиға тәхсим қилип берилгән зиминдики 10 шәһәр айрип берилди.
Josh UyCyr 21:6  Йәнә чәк ташлаш арқилиқ Гершон җамаитигә Иссакар, Ашер, Нафтали вә Башандики Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримиға тәхсим қилип берилгән зиминдики 13 шәһәр айрип берилди.
Josh UyCyr 21:7  Мирари җамаитигиму чәк ташлаш арқилиқ Рубен, Гад вә Зәбулун қәбилисигә тәхсим қилип берилгән зиминдики 12 шәһәр айрип берилди.
Josh UyCyr 21:8  Шундақ қилип, исраиллар Пәрвәрдигарниң Муса пәйғәмбәргә буйруғини бойичә жуқуридики шәһәр вә отлақларни Лавий қәбилисигә чәк ташлаш арқилиқ айрип бәрди.
Josh UyCyr 21:9  Лавий қәбилисиниң Қоһат җамаитидин болған Һарунниң әвлатлириға биринчи болуп чәк чиққанлиғи үчүн, исраиллар Йәһуда вә Шимон қәбилисиниң шәһәрлирини уларға әң алдида айрип бәрди:
Josh UyCyr 21:10  Лавий қәбилисиниң Қоһат җамаитидин болған Һарунниң әвлатлириға биринчи болуп чәк чиққанлиғи үчүн, исраиллар Йәһуда вә Шимон қәбилисиниң шәһәрлирини уларға әң алдида айрип бәрди:
Josh UyCyr 21:11  Йәһуда қәбилисиниң тағлиқ районидики Қирят-Арба, йәни Һиброн шәһири вә униң әтрапидики отлақларниму уларға айрип бәрди (Арба Анақниң әҗдади еди).
Josh UyCyr 21:12  Амма шәһәрниң сиртидики далалар вә униң әтрапидики йезилар бурунла Йифуннәниң оғли Калибниң егидарчилиқ қилишиға тәхсим қилип берилгән еди.
Josh UyCyr 21:13  Шуниң билән роһаний Һарунниң әвлатлириға Һиброн шәһири (диққәтсизлик қилип адәм өлтүрүп қойғанларниң паналинидиған шәһәрлириниң бири), Либнаһ,
Josh UyCyr 21:16  Айин, Йуттаһ вә Бәйт-Шәмәш қатарлиқ тоққуз шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақларни айрип бәрди.
Josh UyCyr 21:17  Исраилларниң Бинямин қәбилисидин Һарунниң әвлатлириға Гибъон, Гәба,
Josh UyCyr 21:18  Анатот вә Алмон қатарлиқ төрт шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақлар айрип берилди.
Josh UyCyr 21:19  Роһаний Һарунниң әвлатлириға җәми 13 шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақлар айрип берилди.
Josh UyCyr 21:20  Лавий қәбилисидики Қоһат җамаитиниң башқа әвлатлириға Әфрайим қәбилисиниң шәһәрлири айрип берилди.
Josh UyCyr 21:21  Исраиллар уларға тағлиқ райондики Әфрайимниң Шәкәм шәһири (диққәтсизлик қилип адәм өлтүрүп қойғанларниң паналинидиған шәһәрлириниң бири), Гәзәр,
Josh UyCyr 21:22  Қибзайим вә Бәйт-Һорон шәһәрлири вә уларниң әтрапидики отлақлар болуп, җәми 4 шәһәрни айрип бәрди.
Josh UyCyr 21:23  Исраиллар уларға йәнә Дан қәбилисидин Әлтиқе, Гиббитон,
Josh UyCyr 21:24  Айялон, Гатриммон вә уларниң әтрапидики отлақлар болуп, җәми 4 шәһәрни айрип бәрди.
Josh UyCyr 21:25  Уларға йәнә Манассә қәбилисиниң ғәрбий йеримидин Танак, Гатриммон вә уларниң әтрапидики отлақлар болуп, җәми 2 шәһәрни айрип бәрди.
Josh UyCyr 21:26  Қоһат җамаитиниң қалған әвлатлири 10 шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди.
Josh UyCyr 21:27  Лавий қәбилисиниң башқа җамаитидин болған Гершонниң әвлатлири Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримидики төвәндики шәһәрләр вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди: Башандики Голан (диққәтсизлик қилип, адәм өлтүрүп қойғанларниң паналинидиған шәһәрлириниң бири) вә Биәштирадин ибарәт шәһәр.
Josh UyCyr 21:28  Иссакар қәбилисидин төвәндики шәһәрләр вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди: Қишйон, Дабират,
Josh UyCyr 21:29  Ярмут вә Енганнимдин ибарәт 4 шәһәр.
Josh UyCyr 21:30  Ашер қәбилисидин төвәндики шәһәрләр вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди: Мишъал, Абдон,
Josh UyCyr 21:31  Хәлқат вә Рихобтин ибарәт 4 шәһәр.
Josh UyCyr 21:32  Нафтали қәбилисидин төвәндики шәһәрләрни вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди: Җәлилийәдики Қәдәш (диққәтсизлик қилип адәм өлтүрүп қойғанларниң паналинидиған шәһәрлириниң бири), Хаммотдор вә Қартандин ибарәт 3 шәһәр.
Josh UyCyr 21:33  Шундақ қилип, җәми 13 шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақлар Гершон җамаитигә айрип берилди.
Josh UyCyr 21:34  Лавий қәбилисиниң қалған җамаәтлиридин Мирари җамаити, Зәбулун қәбилисидин төвәндики 4 шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди: Йоқниам, Қартаһ,
Josh UyCyr 21:35  Димнаһ вә Нахалал қатарлиқ шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақлар.
Josh UyCyr 21:36  Рубен қәбилисидин төвәндики 4 шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди: Бәзәр, Яһаз,
Josh UyCyr 21:37  Қидемот вә Мефаат қатарлиқ шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақлар.
Josh UyCyr 21:38  Гад қәбилисидин төвәндики 4 шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақларни айривалди: Гилъадтики Рамот (диққәтсизлик қилип, адәм өлтүрүп қойғанларниң паналинидиған шәһәрлириниң бири), Маханайим,
Josh UyCyr 21:39  Хәшбон вә Язер қатарлиқ шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақлар.
Josh UyCyr 21:40  Шуниң билән Мирари җамаити (Лавий қәбилисиниң қалған җамаәтлири) 12 шәһәргә егә болди.
Josh UyCyr 21:41  Исраиллар зиминидин җәми 48 шәһәр вә уларниң әтрапидики отлақлар Лавий қәбилисигә айрип берилди.
Josh UyCyr 21:42  Бу шәһәрләрниң һәммисиниң әтрапида отлақлири бар еди.
Josh UyCyr 21:43  Шундақ қилип, Пәрвәрдигар исраилларниң әҗдатлириға вәдә қилған барлиқ зиминни уларға бәрди. Исраиллар бу зиминларға егә болуп, шу йәрләрдә олтирақлашти.
Josh UyCyr 21:44  Пәрвәрдигар уларниң әҗдатлириға вәдә қилғини бойичә пүтүн зиминға аманлиқ бәрди. Һечқандақ бир дүшмән уларға қарши туралмиди, чүнки Пәрвәрдигар уларниң барлиқ дүшмәнлирини уларниң қолиға чүширип бәргән еди.
Josh UyCyr 21:45  Пәрвәрдигарниң исраил хәлқигә бәргән барлиқ вәдисиниң һәммиси бириму қалмай әмәлгә ашти.