LUKE
Chapter 23
Luke | UyCyr | 23:1 | Кеңәшмә башлиқлириниң һәммиси орнидин турушуп, һәзрити Әйсани һаким Пилатусниң алдиға елип беришти. | |
Luke | UyCyr | 23:2 | У йәрдә Униң үстидин шикайәт қилип: — Биз бу Адәмниң йәһудий хәлқини аздуруп, Рим императориға баҗ тапшурмаслиққа қутратқанлиғини вә Өзини йәһудийларниң Қутқазғучи-Мәсиһи, йәни Падишаси дәп атавалғанлиғини көрдуқ, — дейишти. | |
Luke | UyCyr | 23:3 | — Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди Пилатус һәзрити Әйсадин. — Ейтқиниңиздәк, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса. | |
Luke | UyCyr | 23:4 | Андин Пилатус алий роһанийлар билән көпчиликкә: — Бу Адәмдин бирәр җинайәт тапалмидим, — деди. | |
Luke | UyCyr | 23:5 | Лекин улар техиму қәтъий түрдә: — У Өз тәлимлири билән пүтүн йәһудийлар зиминидики аммини қутритип, Җәлилийә өлкисидин башлап таки бу йәргичә кәлди, — дейишти. | |
Luke | UyCyr | 23:7 | У һәзрити Әйсаниң Һирод ханниң қол астидики өлкидин кәлгәнлигидин хәвәр тепип, Уни Һиродқа йоллап бәрди. (У чағда Һиродму Йерусалимда еди.) | |
Luke | UyCyr | 23:8 | Һирод хан һәзрити Әйсани көрүп, интайин хошал болди. Чүнки у узундин бери һәзрити Әйсаға даир ишларни аңлап, «Мениң алдимдиму бирәр мөҗүзә көрситип бақсун!» дәп Униң билән көрүшмәкчи болуп жүрәтти. | |
Luke | UyCyr | 23:9 | Шуңа у һәзрити Әйсадин бир мунчә соалларни сориди. Лекин һәзрити Әйса бир еғизму җавап бәрмиди. | |
Luke | UyCyr | 23:10 | Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири һәзрити Әйсаниң үстидин һә дәп әризә-шикайәт қиливататти. | |
Luke | UyCyr | 23:11 | Һирод хан вә униң ләшкәрлири һәзрити Әйсани һақарәтләп мәсқирә қилишти. Андин кейин Униңға падишаларчә һашамәтлик тон кийдүрүп, Уни йәнә Пилатусниң алдиға қайтурди. | |
Luke | UyCyr | 23:12 | Мана шу күндин башлап Һирод хан билән һаким Пилатус дост болуп қалди. Униңдин бурун улар бир-биригә дүшмән еди. | |
Luke | UyCyr | 23:14 | уларға: — Силәр бу Адәмни алдимға һайдап кәлдиңлар. Униң үстидин хәлиқни аздуруп қутратти дәп шикайәт қилдиңлар. Бирақ мән Уни силәрниң алдиңларда сорақ қилип, силәр шикайәт қилған җинайәтләрдин бириниму тапалмидим. | |
Luke | UyCyr | 23:15 | Һирод ханму Униңдин гуна тапалмай, маңа қайтуруветипту. Чүнки Униңда өлүмгә лайиқ һеч қандақ җинайәт йоқ екән. | |
Luke | UyCyr | 23:17 | Униң мундақ дейишиниң сәвәви: у һәр қетимлиқ «Өтүп кетиш» һейтида, йәһудий җинайәтчилиридин бирини қоюп берәтти. | |
Luke | UyCyr | 23:18 | Бирақ көпчилик бир еғиздин чуқан селишип: — Уни өлтүрүң! Бараббасни қоюп бериң! — дейишти. | |
Luke | UyCyr | 23:19 | (Бараббас Йерусалимда топилаң көтирип, адәм өлтүрүп, зинданға ташланған бир җинайәтчи еди.) | |
Luke | UyCyr | 23:21 | Лекин улар һә дәп: — Уни чапрас яғачқа миқлитиң, чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп чуқан селишти. | |
Luke | UyCyr | 23:22 | Пилатус үчинчи қетим уларға: — Немишкә? У зади немә җинайәт өткүзди? Мән Униңдин өлүмгә лайиқ җинайәт тапалмидим. Уни қамчилитип, қоюп беримән, — деди. | |
Luke | UyCyr | 23:23 | Бирақ көпчилик давамлиқ чуқан селишип, һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап есип өлтүрсун дәп, чиң турувалди. Уларниң чуқанлири ахири ғалибә қилди. | |
Luke | UyCyr | 23:25 | Топилаң көтирип зинданға ташланған һелиқи қатилни қоюп берип, һәзрити Әйсани йәһудийларниң өз хаһиши бойичә бир тәрәп қилиш үчүн ләшкәрләргә тапшуруп бәрди. | |
Luke | UyCyr | 23:26 | Ләшкәрләр чапрас яғачни көтәргән һәзрити Әйсани елип кетиватқанда, йолда йезидин келиватқан Кирини шәһирилик Симун исимлиқ бир кишини учратти. Улар бу кишини тутувелип чапрас яғачни униңға көтәргүзүп, һәзрити Әйсаниң кәйнидин һайдап маңди. Чүнки һәзрити Әйса һалсирап кәткән еди. | |
Luke | UyCyr | 23:27 | Нурғун кишиләр һәзрити Әйсаниң кәйнидин әгишип маңди. Уларниң ичидә һәзрити Әйсаға ечинип жиға-зар қилишип маңған аялларму бар еди. | |
Luke | UyCyr | 23:28 | Һәзрити Әйса кәйнигә бурулуп уларға мундақ деди: — Әй Йерусалим аяллири! Мән үчүн жиғлимаңлар. Өзәңлар вә пәрзәнтлириңлар үчүн жиғлаңлар! | |
Luke | UyCyr | 23:29 | Чүнки силәргә шундақ еғир күнләр келидуки, кишиләр: «Пәрзәнт көрмигән, һамилдар болмиған, бала емитмигән аяллар немә дегән бәхитлик!» дәйду. | |
Luke | UyCyr | 23:30 | У чағда кишиләр Худаниң ғәзивидин қечиш үчүн тағларға: «Үстимизгә өрүл!», дөңләргиму: «Үстимизни яп!» дәп ялвуриду. | |
Luke | UyCyr | 23:31 | Яп-йешил дәрәқ отта көйдүрүлгән йәрдә, қуруп кәткән дәрәқ техиму көйдүрүлмәсму?! Шуниңдәк, Мән азап чәккән йәрдә, силәр гунакар йәһудийлар техиму азап чәкмәмсиләр?! | |
Luke | UyCyr | 23:32 | Ләшкәрләр һәзрити Әйса билән биргә икки җинайәтчиниму улар үстидин өлүм җазасини беҗиришкә елип келишкән еди. | |
Luke | UyCyr | 23:33 | Улар Йерусалимниң сиртидики «Баш сүйәк» дәп аталған җайға берип, у йәрдә һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлиди. Икки җинайәтчиниңму бирини һәзрити Әйсаниң оң тәрипигә, йәнә бирини сол тәрипигә миқлиди вә чапрас яғачларни тикләп қойди. | |
Luke | UyCyr | 23:34 | Һәзрити Әйса: — Әй Ата, уларни кәчүрүм қилғин, чүнки улар өзиниң немә қиливатқанлиғини билмәйду, — деди. Ләшкәрләр чәк ташлишип, һәзрити Әйсаниң кийим-кечәклирини бөлүшүвалди. | |
Luke | UyCyr | 23:35 | Халайиқ қарап туруватқанда, йәһудий ақсақаллар Уни мәсқирә қилип: — У башқиларни қутқузуптикән! Әгәр расттин Худа тайинлиған Қутқазғучи-Мәсиһ болған болса, Өзини қутқузуп бақсун! — дейишти. | |
Luke | UyCyr | 23:38 | Һәзрити Әйсаниң үстидики тахтиға: «Бу Киши йәһудийларниң Падишаси», дәп йезилған еди. | |
Luke | UyCyr | 23:39 | Һәзрити Әйса билән биллә чапрас яғачқа миқланған икки җинайәтчиниң бири Уни һақарәтләп: — Сән Худа әвәткән Қутқазғучи әмәсмидиң? Әнди Өзәңниму, бизниму қутқузмамсән?! — деди. | |
Luke | UyCyr | 23:40 | Йәнә бири болса һелиқи җинайәтчини әйипләп: — Сәнму Униңға охшаш җазалиниватқан туруп, Худадин қорқмидиңму? | |
Luke | UyCyr | 23:41 | Бизниң җазалинишимиз һәқлиқ. Биз өз қилмишлиримизниң җазасини тарттуқ, лекин У һеч қандақ яманлиқ қилмиғанғу! — деди. | |
Luke | UyCyr | 23:42 | Андин у һәзрити Әйсаға: — Әй Әйса, Падишалиғиң билән кәлгиниңдә, мени унтумиғайсән, — деди. | |
Luke | UyCyr | 23:43 | — Билип қойки, бүгүн сән Мән билән биллә җәннәттә болисән, — деди һәзрити Әйса униңға. | |
Luke | UyCyr | 23:44 | Чүш вақтида қуяш нури ғайип болуп, пүтүн зиминни қараңғулуқ басти. Бу әһвал үч саат давам қилди. | |
Luke | UyCyr | 23:46 | Һәзрити Әйса қаттиқ аваз билән: — Әй Атам! Роһумни қолуңға тапшурдум, — дедидә, тиниғи тохтап, җан үзди. | |
Luke | UyCyr | 23:47 | У йәрдә буни көрүп турған йүз беши Худадин қорққан һалда: — Бу Адәм һәқиқәтән дурус Адәм екән! — дәп Худани мәдһийилиди. | |
Luke | UyCyr | 23:48 | Бу вақиәни көрүш үчүн жиғилған халайиқ қайғу билән мәйдисигә уруп, өйлиригә қайтишти. | |
Luke | UyCyr | 23:49 | Һәзрити Әйсани тонуйдиған кишиләр вә Җәлилийә өлкисидин Униңға әгишип кәлгән аяллар вақиәниң җәриянини жирақтин көрүп турди. | |
Luke | UyCyr | 23:50 | Йәһудийә өлкисидики Араматия дегән шәһәрдин кәлгән Йүсүп исимлиқ бир киши бар еди. У ақ көңүл, дурус адәм болуп, Худаниң Падишалиғиниң намайән болушини интизарлиқ билән күтәтти. У йәһудийларниң алий кеңәшмисиниң әзалиридин бири болсиму, уларниң һәзрити Әйса һәққидики бу қарари вә һәрикәтлиригә қошулмиған еди. | |
Luke | UyCyr | 23:51 | Йәһудийә өлкисидики Араматия дегән шәһәрдин кәлгән Йүсүп исимлиқ бир киши бар еди. У ақ көңүл, дурус адәм болуп, Худаниң Падишалиғиниң намайән болушини интизарлиқ билән күтәтти. У йәһудийларниң алий кеңәшмисиниң әзалиридин бири болсиму, уларниң һәзрити Әйса һәққидики бу қарари вә һәрикәтлиригә қошулмиған еди. | |
Luke | UyCyr | 23:53 | Пилатус қошулғандин кейин, у җәсәтни чапрас яғачтин чүширип, кәндир рәхт билән кепинләп, йеңидин оюлған чоң қорам ташлиқ қәбиргә дәпнә қилди. | |
Luke | UyCyr | 23:54 | Бу вақиәләр һейтниң һарписида йүз бәргән болуп, дәм алидиған шәнбә күнигә аз қалған еди. | |
Luke | UyCyr | 23:55 | Шуңа Җәлилийә өлкисидин һәзрити Әйса билән биллә кәлгән аяллар Йүсүп билән биллә берип, қәбирни вә җәсәтниң қандақ қоюлғанлиғини көздин кәчүрди. | |