Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 146
Psal UyCyr 146:1  Һәмдусана ейтиңлар Пәрвәрдигарға, Егимизни күйлимәк бәхиттур бизгә, Хошаллиқтур мәдһийә оқуш Худаға, Һәмдусаналар лайиқтур Униң шәнигә.
Psal UyCyr 146:2  Егимиз қайтидин қуриду Йерусалимни, Исраилға йеңидин жиғиду сүргүн болғанларни.
Psal UyCyr 146:3  Көңлигә дава бериду көңли сунуқларниң, Шипалиқ мәлһәм таңиду ярилириға уларниң.
Psal UyCyr 146:4  Худа Өзи бәлгүләйду юлтузларниң санини, Айрим намда атиғандур уларниң һәрбирини.
Psal UyCyr 146:5  Рәббимиз бүйүктур, қудрити чәксиз, Даналиғи Униң мөлчәрлигүсиз.
Psal UyCyr 146:6  Пәрвәрдигар йөләп көтирәр аҗизларни, У йәргә урар пасиқ-яманларни.
Psal UyCyr 146:7  Пәрвәрдигарға шүкүр ейтип қошақ қетиңлар, Қошақларни саз лирада тәңкәш қилип ейтиңлар.
Psal UyCyr 146:8  У асманни булутларға толтуруп, Көктин йәргә ямғурини яғдуруп, Тағ-далани от-чөпләргә толтурар.
Psal UyCyr 146:9  Худа ата қилар чарва-малға өз рисқини, Озуқ берәр қақилдиғанда қарға балилири.
Psal UyCyr 146:10  У сөйүнмәс ат күчидин, Чәбдәс, чаққан адәм путидин.
Psal UyCyr 146:11  Пәрвәрдигар сөйүнәр Өзигә ихлас қилғанлардин, Униң мәңгүлүк муһәббитигә үмүт бағлиғанлардин.