Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 15
Psal UyCyr 15:1  Өзәң мени сақлиғин Худа, Чүнки Сәндин тапармән пана.
Psal UyCyr 15:2  Дедим мән Пәрвәрдигарға: «Егәмдурсән, бәхтим йоқтур Сәндин башқа».
Psal UyCyr 15:3  Алийҗанаптур зиминдики садақәтмән хәлқиң, Барлиқ хошаллиғимдур улар мениң.
Psal UyCyr 15:4  Кимки чоқунмақ болса ғәйри илаһларға, Ашар униң дәртлири қәвәтла. Қурванлиқ қилмасмән атап уларға, Алмасмән намлирини һәтта тилимға.
Psal UyCyr 15:5  Пәрвәрдигар истиқбалим, несивәмдур, Әй Пәрвәрдигар, келәчигим қолуңдидур.
Psal UyCyr 15:6  Есил рисқилириң маңа тәғдим қилинғандур, Сән ата қилған гөзәл бәхтим байлиғимдур.
Psal UyCyr 15:7  Һәмдусана ейтимән нәсиһәтчим Пәрвәрдигарға, Кечидиму тоғра йолни көрситәр қәлбим маңа.
Psal UyCyr 15:8  Пәрвәрдигарни тутармән һәр дайим ядимда, Оң йенимда болғач У тәврәнмәсмән пәқәтла.
Psal UyCyr 15:9  Шуңа роһум шатлиқта, хошаллиқ бар қәлбимдә, Бехәтәрлик-аманлиқ бәрдиң мениң тенимгә.
Psal UyCyr 15:10  Билимән, ташлап қоймайсән мени гөр ичигә, Йол қоймайсән вападариңниң тениниң чиришигә.
Psal UyCyr 15:11  Көрситип берисән һаятлиқ йолини маңа, Хошаллиқ толуп ташқандур һозуруңға, Мәңгүлүк шатлиқ бардур оң қолуңда.