Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 2
Psal UyCyr 2:1  Нечүн қутурар хәлиқләр? Нечүн ишқа ашмайдиған сүйиқәст ойлар адәмләр?
Psal UyCyr 2:2  Сәп түзүшүп җаһандики падишалар, Ора колишип бирликтә һөкүмдарлар, Пәрвәрдигар вә У таллиған падишаға қарши турар.
Psal UyCyr 2:3  Дәйду улар: «Үзүп ташлап улар салған кишәнләрни, Чөрүветәйли бойнумиздики сиртмақларни».
Psal UyCyr 2:4  Мана күлмәктә, Олтарғучи асман тәхтидә, Пәрвәрдигар қилмақта уларни мәсқирә.
Psal UyCyr 2:5  Әйипләр уларни ғәзәп билән, Вәһимигә салар қәһри билән.
Psal UyCyr 2:6  Дәйду У: «Өз муқәддәс теғимда — Тәхткә олтарғуздум падишайимни Сионда».
Psal UyCyr 2:7  Елан қилай Пәрвәрдигарниң пәрманини, Деди У маңа: «Сән Мениң оғлумсән, Җакалидим бүгүн сениң Атаң екәнлигимни.
Psal UyCyr 2:8  Сора Мәндин, беримән илкиңгә барчә хәлиқни, Тәәллуқ қилимән саңа пүтүн зиминни.
Psal UyCyr 2:9  Төмүр калтәк билән вәйран қилисән қаршилашқанларни, Сапал қачини чаққандәк парә-парә қилисән уларни».
Psal UyCyr 2:10  Әқлиңларни тепиңлар әнди, әй падишалар, Агаһ болуңлар җаһандики һөкүмранлар.
Psal UyCyr 2:11  Пәрвәрдигарға әйминип бойсунуңлар, Шатлиниңлар һәм Худадин қорқуңлар.
Psal UyCyr 2:12  Аччиқланмисун, баш егиңлар оғлиға, Тутса Униң ғәзиви бирдинла, Һалак болисиләр маңған йолуңларда. Нәқәдәр бәхитликтур пана тапқанлар Униңда.