Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 31
Psal UyCyr 31:1  Нәқәдәр бәхитлик инсанлар-һә, Гуналири кәчүрүм қилинғанлар, Бойсунмаслиғи әпу қилинғанлар.
Psal UyCyr 31:2  Нәқәдәр бәхитлик инсанлар-һә, Худа гуналирини кәчүрүм қилғанлар, Көңүллиридә һейлә-микир болмиғанлар.
Psal UyCyr 31:3  Иқрар болмай гуналиримға, Жүрдүм күн бойи аһ уруп, Чириди устиханлирим азапта.
Psal UyCyr 31:4  Әй Пәрвәрдигар, кечә-күндүз җазалишиң еғир кәлди маңа, Иликлирим қуруп кәтти, қуруп кәткән су кәби томузда. Селаһ
Psal UyCyr 31:5  Әнди иқрар қилдим гуналиримни, Тонудум алдиңда әскилигимни. Дегинимдә: «Пәрвәрдигар, иқрармән гунайимға», Халас қилдиң азаптин мени, кәчүрүп гуналиримни. Селаһ
Psal UyCyr 31:6  Шуңа дуа қилсун Саңа, Садақәтмәнләр пурситиниң барида. Деңиз-океан ташқин болуп ташсиму мабада, Шүбһисизки, ташқинлири йетип баралмас уларға.
Psal UyCyr 31:7  Әй Пәрвәрдигар, Сән мениң панагаһимдурсән, Сақлайсән азаптин мени, Яңрар әтрапимда ниҗатлиқ нахшилири. Селаһ
Psal UyCyr 31:8  Әқил-идрәк берип саңа көрситимән йолуңни, Һалиңдин хәвәр елип үгитимән йолумда меңишни.
Psal UyCyr 31:9  Ат яки хечирдәк аңсиз болма, Қамча, җүгән болмиса бойсунмас улар саңа.
Psal UyCyr 31:10  Дәрт-әләмләр келәр яманларниң бешиға, Пәрвәрдигарниң мәңгүлүк муһәббити қучақ ачар Униңға таянғанларға.
Psal UyCyr 31:11  Әй һәққанийлар, Пәрвәрдигардин хурсән болуп шатлиниңлар, Әй қәлби паклар, шатлиқтин алқиш яңритиңлар.