Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 51
Psal UyCyr 51:3  Нечүн махтинисән яманлиғиңдин, әй ночи? Мәңгүлүктур Худаниң маңа болған муһәббити.
Psal UyCyr 51:4  Тилиң иштик, охшар өткүр устириға, У халар вәйран қилишни, маһирдур ялғанчилиққа.
Psal UyCyr 51:5  Әвзәл көрисән яхшилиқтин яманлиқни, Һәқ сөзләштин ялғанчилиқни. Селаһ
Psal UyCyr 51:6  Амрақсән адәмни түгәштүридиған ялған сөзләргә, Шуниң үчүн Худа сени йоқитиду мәңгүгә. Тутувелип У сени тартип чиқар өйүңдин, Йилтизиңни жулуп ташлар бу паний аләмдин. Селаһ
Psal UyCyr 51:7  Амрақсән адәмни түгәштүридиған ялған сөзләргә, Шуниң үчүн Худа сени йоқитиду мәңгүгә. Тутувелип У сени тартип чиқар өйүңдин, Йилтизиңни жулуп ташлар бу паний аләмдин. Селаһ
Psal UyCyr 51:8  Буни көрүп һәққанийлар аң-таң қалар, У ночини мундақ дәп заңлиқ қилар:
Psal UyCyr 51:9  «Қараңлар, бу Худаға таянмиған күчлүк адәм еди, У пәқәт өз байлиғиға таянған еди, Башқиларни вәйран қилиш төләмигә күчләнгән еди».
Psal UyCyr 51:10  Мән худди барақсан өскән зәйтун дәриғимән, Худаниң өйидә мустәһкәм гүллинип өсимән, Униң меһир-муһәббитигә мәңгү ишинимән.
Psal UyCyr 51:11  Шапаәтлик болғач Худа, үмүт бағлаймән Саңа, Садақәтмән хәлқиң арисида Мәңгү шүкүр ейтимән қилған яхши ишлириңға.