Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 74
Psal UyCyr 74:2  Саңа шүкүр ейтимиз, әй Худа, шүкүр ейтимиз, Чүнки Сән йеқинсән бизгә, Баян қилимиз карамәтлириңни һемишәм.
Psal UyCyr 74:3  Худа ейтар: «Мән бәкиткән вақитта, Сориғимни адаләттә сораймән.
Psal UyCyr 74:4  Турсиму гәр йәр-зиминлар тәвринип, Өзәмдурмән қойғучиси аңа түврүк орнитип». Селаһ
Psal UyCyr 74:5  Мән дәймән махтанчаққа: «Махтанма», Яманларға: «Мәғрурлинип ғадайма,
Psal UyCyr 74:6  Өз күчүңдин көрәңләп, Тәкәббурларчә по атма».
Psal UyCyr 74:7  Чүнки улуқлиниш келәр пәқәтла Худадин, Кәлмәйду, шәриқ, ғәрип яки җәнуп, шималдин.
Psal UyCyr 74:8  Бәрһәқ, Пәрвәрдигар бирдин-бир сотчидур, У бирини әзиз қилса, бирини хар қилар.
Psal UyCyr 74:9  Чүнки Пәрвәрдигарниң қолида бир қәдәһ болар, Униңға аччиқ, қайнақ шарап толған болар. Қачанки Худа уни төксә зиминға, Яманлар дурлирини қошуп ичивалар.
Psal UyCyr 74:10  Яқупларни таллиған Худа һәққидә Мән мәңгү гувалиқ беримән, Һәм Униң намиға мунаҗәтләр ейтимән.
Psal UyCyr 74:11  Тәкәббурлуғи чоң махтанчақларниң һакавурлуғини йоқ қиливетимән. Бирақ адил-һәққанийларни шан-шәрәпкә ериштүримән.