GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 27
Gene | UyCyr | 27:1 | Исһақ қерип кәтти, көзиму көрмәс болуп қалди. У тунҗа оғли Әсавни чақирип, униңға: — Оғлум, — деди. — Мана мән, — дәп җавап бәрди Әсав. | |
Gene | UyCyr | 27:4 | мән яхши көридиған ләззәтлик тамақ пиширип маңа йегүз. Шуниң билән мән өлүштин илгири саңа ахирқи хәйирлик дуайимни қилай. | |
Gene | UyCyr | 27:5 | Рибәқа Исһақниң қилған сөзлирини аңлап, Әсавниң оға чиқип кәткән вақтидин пайдилинип, | |
Gene | UyCyr | 27:7 | «Сән о олап келип, ләззәтлик тамақ пиширип маңа йегүз. Шуниң билән мән өлүштин илгири Пәрвәрдигар алдида саңа хәйирлик дуа қилай», дегәнлигини аңлидим. | |
Gene | UyCyr | 27:9 | Қой падисиға берип, семиз оғлақтин иккини елип кәл. Мән уни дадаң яхши көридиған тәмдә пиширай. | |
Gene | UyCyr | 27:11 | Лекин Яқуп анисиға: — Сизгә мәлум, Әсавниң пүтүн бәдини түклүк, мениң теним болса түксиз. | |
Gene | UyCyr | 27:12 | Мабада дадам тенимни тутуп қалса, мениң уни алдиғанлиғимни билип қалиду. У чағда мән униң хәйирлик дуасини елишим бу яқта турсун, әксичә қарғишиға учраймән! — деди. | |
Gene | UyCyr | 27:13 | Аниси униңға: — Әй оғлум, ләнәт болса маңа болсун! Мениң дегинимни қил, оғлақларни елип кәл, — деди. | |
Gene | UyCyr | 27:14 | Шуниң билән Яқуп оғлақларни әкелип, анисиға тапшурди. Аниси тамақни дадиси яхши көридиған тәм билән пишарди. | |
Gene | UyCyr | 27:18 | Яқуп атисиниң йениға кирип: — Ата, — деди. — Оғлум, сән қайси оғлум болисән? — деди атиси. | |
Gene | UyCyr | 27:19 | Яқуп униңға: — Мән чоң оғлуңиз Әсав, тапшуруғуңизни орунлап болдум. Қопуң, мән олап кәлгән о гөшигә еғиз тегип, андин маңа хәйирлик дуайиңизни қилғайсиз, — дәп җавап қайтурди. | |
Gene | UyCyr | 27:20 | — Оғлум, неманчә тез олап кәлдиң? — дәп сориди Исһақ. — Пәрвәрдигариңиз болған Худа тәлийимни оңдин кәлтүрүп, маңа ярдәм қилди, — дәп җавап қайтурди Яқуп. | |
Gene | UyCyr | 27:21 | Исһақ Яқупқа: — Оғлум, йенимға кәл, тутуп көрәй, сән расттин Әсавму, әмәсму? — деди. | |
Gene | UyCyr | 27:22 | Яқуп йениға барди. Исһақ тутуп көрүп: — Авазиң Яқупниң, қолуң болса, Әсавниңкигә охшайдикән, — деди. | |
Gene | UyCyr | 27:23 | У униң Яқуп екәнлигини пәриқ етәлмиди, чүнки Яқупниң қоли Әсавниңкигә охшаш түклүк туратти. У Яқупқа дуа қилидиған чағда, | |
Gene | UyCyr | 27:24 | йәнә бир қетим: — Сән расттин Әсавму? — дәп сориди. — Шундақ, — дәп җавап бәрди Яқуп. | |
Gene | UyCyr | 27:25 | Исһақ униңға: — Гөшни әкәл, уни йегәндин кейин, саңа дуа қилай, — деди. Яқуп гөшни елип кирди вә униңға шарап тутти. | |
Gene | UyCyr | 27:27 | Яқуп алдиға берип сөйди. Исһақ Яқупниң кийгән кийимлириниң пуриғини пуриғандин кейин, сөзигә ишинип, униңға хәйирлик дуасини қилди: «Оғлумниң тенидики хуш пурақ, Дәл Пәрвәрдигарим бәрикәт бәргән топиниң пуриғиға охшайдикән. | |
Gene | UyCyr | 27:28 | Худа асмандин саңа хасийәтлик ямғур яғдуруп, Топаңни һосуллуқ қилғай. У саңа мол ашлиқ-түлүк, Есил шарапларни тәғдим қилғай. | |
Gene | UyCyr | 27:29 | Башқа әлләрму хизмитиңдә болғай. Хәлиқләр саңа тизлинип һөрмәт билдүргәй. Қериндашлириңға һаким болғайсән. Анаңниң әвлатлири саңа егилгәй. Саңа ләнәт ейтқанларға ләнәт яққай. Саңа бәхит тилигәнләр бәхит тапқай». | |
Gene | UyCyr | 27:31 | Әсавму гөшни ләззәтлик пиширип, атисиниң алдиға елип кирип: — Ата, қопуң, мән олап кәлгән о гөшигә еғиз тегип, маңа хәйирлик дуайиңизни қилиң, — деди. | |
Gene | UyCyr | 27:32 | — Сән ким болисән? — дәп сориди Исһақ. — Чоң оғлуңиз Әсав болимән, — дәп җавап бәрди Әсав. | |
Gene | UyCyr | 27:33 | Исһақниң пүтүн әзасини титрәк басти вә униңдин сориди: — Ундақта, һазир маңа о гөшини елип кәлгән ким? Сән келиштин бурун мән уни йәп, униңға хәйирлик дуа қилған едим. Бу бәхит мәңгү униңға мәнсүп болуп кәтти. | |
Gene | UyCyr | 27:34 | Бу гәпни аңлиған Әсав интайин ечинип, үн селип жиғлап туруп: — Ата, маңиму хәйирлик дуа қилғайсиз! — дәп ялвурди. | |
Gene | UyCyr | 27:36 | Әсав: — Бу униң мени иккинчи қетим алдиши. Униң Яқуп дәп атилиши һәҗәплинәрлик әмәс екән! У мениң тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқумни тартивалған еди. Әнди маңа мәнсүп болған хәйирлик дуаниму тартивапту. Ата, мән үчүн хәйирлик дуайиңиз қалмидиму? — деди. | |
Gene | UyCyr | 27:37 | Исһақ мундақ җавап бәрди: — Мән уни саңа ғоҗайин қиливәттим, униң пүтүн қериндашлирини униң хизмитидә болидиған қиливәттим. Мән йәнә униңға ашлиқ-түлүк, есил шарапларни беғишлидим. Әй оғлум, әнди мән саңа йәнә немини беримән? | |
Gene | UyCyr | 27:38 | Әсав атисиға йәнә ялвуруп: — Ата, сизниң пәқәт бирла хәйирлик дуайиңиз барму? Маңиму хәйирлик дуа қилғайсиз! — дәп үн селип жиғлап кәтти. | |
Gene | UyCyr | 27:39 | Андин Исһақ мундақ деди: «Һосуллуқ топидин үлүшүң йоқтур. Хасийәтлик ямғур саңа яғмайду. | |
Gene | UyCyr | 27:40 | Сән қиличқа тайинип яшайсән, Иниңниң хизмитидә болисән! Лекин сән униңға қарши чиққиниңда, Униң боюнтуруғидин қутулисән». | |
Gene | UyCyr | 27:41 | Әсав Яқупқа қарита көңлигә өчмәнлик пүкти. Чүнки атиси хәйирлик дуайини Яқупқа қилған еди. У ичидә: «Атам аләмдин өтүшкә аз қалди. Өлүмини узитиветипла, Яқупни өлтүрүветимән!» дәп ойлиди. | |
Gene | UyCyr | 27:42 | Рибәқа башқилардин Әсавниң планини аңлап қелип, Яқупни чақиртип: — Гепимгә қулақ сал! Акаң Әсав сени өлтүрүп, дәрдини чиқармақчи. | |
Gene | UyCyr | 27:43 | Әй оғлум, сән мениң дегинимни қил: дәрһал Һаран райониға, акам Лабанниң йениға қечип кәт. | |
Gene | UyCyr | 27:45 | У сениң қилғанлириңни унтуп қалғанда, мән адәм әвәтип сени қайтуруп келимән. Немә үчүн бир күнниң ичидә һәр иккиңлардин айрилип қалғидәкмән, — деди. | |