Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 142
Psal UyCyr 142:1  Қулақ салғин Пәрвәрдигар дуайимға, Муһтаҗ болуп Саңа қилған илтиҗайимға. Һәққанийсән Пәрвәрдигар садақитиңдә, Җавап бәргин мениң қилған муң-заримға.
Psal UyCyr 142:2  Гунасиз бир инсан йоқтур алдиңда, Шуңа өтүнәй мән қулуңни сорақ қилма.
Psal UyCyr 142:3  Һаятимни дәпсәндә қилип дүшмәнлирим, Зиянкәшлик қилмақта бу җенимға. Өлүкләр макани қәбирстандәк, Мәҗбурлар мени зулмәт-қараңғулуққа.
Psal UyCyr 142:4  Шуңа роһум сиқилип буруқтум болди, Үмүтлирим үзүлүп көңлүмму қайғуға толди.
Psal UyCyr 142:5  Әсләймән бурун өткән күнлиримни, Сеғинимән көрсәткән мөҗүзилириңни, Яд етимән Сениң қилған әҗирлириңни.
Psal UyCyr 142:6  Қоллирим Саңа қарап созулғандур, Вуҗудум чаңқиған зиминдәк Саңа тәшнадур.
Psal UyCyr 142:7  Маңа тездин җававиңни бәргинә Пәрвәрдигар, Болмиса үмүтлирим бәрбат болуп һалим кетәр, Өтүнәй дидариңни йошурмиғин мәндин зинһар. Болмиса теним мениң гөрдә болар.
Psal UyCyr 142:8  Мәңгүлүк муһәббитиңни аңлиғум бар таң сәһәрдә, Чүнки мән пәқәт Саңа таянғанмән. Меңишим зөрүр болған йолни Өзәң билдүр маңа, Чүнки мән вуҗудумдин пәқәт Саңа тәлмүргәнмән.
Psal UyCyr 142:9  Қутулдур мени Пәрвәрдигар дүшмәнлиримниң илкидин, Башпана издәп кәлдим йениңға, орун бәргин қойнуңдин.
Psal UyCyr 142:10  Үгәт маңа ирадәңгә әмәл қилип яшашни, Чүнки Сән мениң Худайимдурсән, Адашмай, йетәклисун алийҗанап Роһуң мени.
Psal UyCyr 142:11  Пәрвәрдигар шөһритиң үчүн болсиму қутқуз мени, Һәққанийсән әй Егәм, палакәттин азат қилғин җенимни.
Psal UyCyr 142:12  Маңа болған мәңгүлүк муһәббитиңдә, Һалак қилғин әй Егәм, дүшмәнлиримни, Харап қилғин һәм җенимни хар қилғанларни. Бәрһәқ, мән Сениң бәндәң, қулуңдурмән.