Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 25
Psal UyCyr 25:1  Әй Пәрвәрдигар, ақлиғин мени, Сақлап кәлдим паклиғимни, Таянчим қилдим пәқәт Сени.
Psal UyCyr 25:2  Әй Пәрвәрдигар, синап көр, күзәт мени, Паклиғин мениң нийәт, қәлбимни.
Psal UyCyr 25:3  Аян болғач мәңгүлүк муһәббитиң көз алдимда, Меңип кәлдим Сән көрсәткән һәқиқәт йолуңда.
Psal UyCyr 25:4  Шерик әмәсмән ялғанчиларға, Арилашмаймән сахтипәзләргә.
Psal UyCyr 25:5  Жиркинимән яманлардин, Яманлар билән болмаймән биргә.
Psal UyCyr 25:6  Әй Пәрвәрдигар, пак қәлбтә жуярмән қоллиримни, Айлинармән андин Сениң қурванлиқ супаңни.
Psal UyCyr 25:7  Шүкүр ейтай көтирип авазимни, Баян әйләп Сениң барлиқ карамәтлириңни.
Psal UyCyr 25:8  Әй Пәрвәрдигар, сөйимән Сән турған ибадәтханини, Шәвкитиң намайән болған җайни.
Psal UyCyr 25:9  Гунакарлар қатари алмиғин җенимни, Қанхорлар қатари һаятимни.
Psal UyCyr 25:10  Париға толуп уларниң оң қоллири, Сүйиқәст билән булғанғандур қоллири.
Psal UyCyr 25:11  Мән болсам йоқатмидим паклиғимни, Илтипат қилип қутқуз мени.
Psal UyCyr 25:12  Путлирим турар мениң бехәтәр йәрдә, Махтаймән Пәрвәрдигарни садақәтмәнләр җамаитидә.