Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 5
Psal UyCyr 5:2  Еһ Пәрвәрдигар, қулақ салғин дуайимға, Көңүл бөлгин аһу-заримға.
Psal UyCyr 5:3  Еһ Илаһим, Падишайим, йәткин мениң һалимға, Дуа қилмақтимән чүнки Саңа.
Psal UyCyr 5:4  Еһ Пәрвәрдигар, аңлайсән сәһәрдә авазимни, Таң билән тәң илтиҗа қилип күтимән җававиңни.
Psal UyCyr 5:5  Худадурсән яқтурмайдиған яманлиқни, Өзәңгә һәмра қилмайсән рәзилликни.
Psal UyCyr 5:6  Нәпрәтлинисән әскилик қилғучиларға, Тик туралмас һакавурлар алдиңда.
Psal UyCyr 5:7  Һалак қилисән ялғанчиларни, Өч көрисән қанхор, һелигәрләрни.
Psal UyCyr 5:8  Шундақ, мән киримән Сениң өйүңгә, Чәксиз, мәңгүлүк муһәббитиң болғач маңа. Сәҗдә қилимән муқәддәс ибадәтханаңда, Ихласим бардур Саңа.
Psal UyCyr 5:9  Әй Пәрвәрдигар, башлиғин мени һәққанийлиғиңда, Чүнки пайлап жүрәр дүшмәнлирим әтрапимда. Рошән қилғин Өз йолуңни алдимда.
Psal UyCyr 5:10  Сәмимийлик йоқтур уларниң еғизлирида, Яманлиқ чирмавалғандур диллирини, Очуқ қәбир кәбидур еғизлири, Хошамәткә толғандур тиллири.
Psal UyCyr 5:11  Әй Худа, бәкиткәйсән уларниң гуналирини, Өзи колиған орида көрсун улар өзлирини. Бойсунмиғачқа улар Саңа, Көп гунаға патти улар, қоғлавәткин уларни.
Psal UyCyr 5:12  Амма Сәндин хурсән болсун панайиңға еришкәнләр, Улар дайим шатлинип, яңратсун нахша-күйләр. Сән алғайсән уларни қанитиңниң астиға, Шу вақитта Сениңдин шатлиниду Сени сөйгәнләр.
Psal UyCyr 5:13  Әй Пәрвәрдигар, бәхит ата қилисән һәққанийларға, Сахавитиңни қалқан қилип башпана болисән уларға.