Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 62
Psal UyCyr 62:2  Пәрвәрдигарим етиқат қилимән Саңа, Издәймән Сени интизар болуп, әй Худа. Суға тәшна болған қурғақ, қақас йәр кәби, Тәшна болдум Өзәңгә, вуҗудум интилар Саңа.
Psal UyCyr 62:3  Муқәддәс җайда туруп нәзәр салсам, Күч-қудрәт, шан-шәривиңни көрүвалсам.
Psal UyCyr 62:4  Һаяттинму қиммәттур мәңгүлүк муһәббитиң, Шуңа Сени мәдһийиләр тилим мениң.
Psal UyCyr 62:5  Махтаймән Егәм Сени җеним тәндә болсила, Қоллиримни көтирип дуа қилимән Саңила.
Psal UyCyr 62:6  Орнумда йетип Худа Сени ойлисам, Кечилири Сән һәққидә хиял қилсам, Шатлиққа чөмүп мәдһийиләр төкүләр ағзимдин, Қосиғим тойғандәк мол дәстихандин, Роһум тойди Сениң мол илтипатиңдин.
Psal UyCyr 62:7  Орнумда йетип Худа Сени ойлисам, Кечилири Сән һәққидә хиял қилсам, Шатлиққа чөмүп мәдһийиләр төкүләр ағзимдин, Қосиғим тойғандәк мол дәстихандин, Роһум тойди Сениң мол илтипатиңдин.
Psal UyCyr 62:8  Сән мәдәткар болуп кәлдиң маңа, әй Худа, Күйләймән Сени қанатлириң сайисида.
Psal UyCyr 62:9  Бирдин-бир таянчим дәп билдим Сени, Оң қолуң йөләр мени.
Psal UyCyr 62:10  Амма теги йоқ гөргә чүшәр, Җенимниң изиға чүшкәнләр.
Psal UyCyr 62:11  Қиличта елинар уларниң җанлири, Чилбөригә йәм болар һәм уларниң тәнлири.
Psal UyCyr 62:12  Ишинимәнки, падиша Худадин хурсән болар, «Худа гува» дәп қәсәм ичкәнләр Худани улуқлар, Бәрһәқ, ялған сөзлигәнләрниң зувани тутулар.