Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 96
Psal UyCyr 96:1  Әң алий һөкүмрандур Пәрвәрдигар, Хошал болсун буниңдин һәммә хәлиқләр, Шатлансун һәтта әң жирақтики әлләр.
Psal UyCyr 96:2  Сирлиқ вә йошурун ара турар Пәрвәрдигар, Һәққанийәт, адаләттә тәхти Униң мәзмут турар.
Psal UyCyr 96:3  Отлар лавулдап көйүп турар алдида, Дүшмәнлирини көйдүрүветәр һәрянда.
Psal UyCyr 96:4  Чақмиғини чақтуруп йорутар У җаһанни, Йәр-зимин титирәп кетәр көрүп буни.
Psal UyCyr 96:5  Момдәк ерип кетәр бүйүк тағлар һәтта, Аләмниң һөкүмрани Пәрвәрдигар алдида.
Psal UyCyr 96:6  Асманлар җакалар Униң һәққанийлиғини, Җими хәлиқләр көрәр Униң шан-шәривини.
Psal UyCyr 96:7  Шәрмәндиликтә қалар ахир бутпәрәсләр, Әрзимәс бутлирини махтиғанлар. Пәрвәрдигарға сәҗдә қилар барлиқ «илаһлар».
Psal UyCyr 96:8  Әй Пәрвәрдигар, Шатланди адалитиңдин пүтүн Йәһудийә шәһәрлири, Хошаллиққа чөмди Сион аңлап һөкүмлириңни.
Psal UyCyr 96:9  Бәрһәқ, әй Пәрвәрдигар, Җаһанға һөкүмран улуқ Худадурсән, Ғәйри илаһлардин шу қәдәр үстүндурсән.
Psal UyCyr 96:10  Әй Пәрвәрдигарни сөйгәнләр, өч көрүңлар яманлиқни, Пәрвәрдигар қоғдар Өз садақәтмәнлириниң җенини, Қутқузар яманларниң чаңгилидин У садиқларни.
Psal UyCyr 96:11  Нур худди уруқтәк чечилғандур һәққанийларға, Шатлиқ терилғандур дили дурусларға.
Psal UyCyr 96:12  Әй һәққанийлар Пәрвәрдигардин хошал болуңлар, Муқәддәслигини яд етип Униңға шүкүр ейтиңлар.