Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 35
Psal UyCyr 35:2  Бир чүшәнчә аян болди қәлбимгә, Яманларниң бойсунмаслиғи һәққидә. Худадин қорқуш йоқтур уларниң нәзиридә.
Psal UyCyr 35:3  Өзлирини чоң тутар улар мәғрурлуқта, Тонумас гуналирини һәтта, Нәпрәтләнмәс улардин әсла.
Psal UyCyr 35:4  Һейлә-микир зәһәр чиқар еғизлиридин, Баш тартиду ақиланә, яхши ишлардин.
Psal UyCyr 35:5  Яман план түзүшәр ятқандиму кечилири, Атқандур гуна йолиға өзлирини, Һечқачан рәт қилмас яманлиқни.
Psal UyCyr 35:6  Әй Пәрвәрдигар, муһәббитиң асман кәби бүйүклүктә, Вападарлиғиң асман-пәләк чәксизлигидә.
Psal UyCyr 35:7  Әй Пәрвәрдигар, Һәққанийлиғиң охшар бүйүк тағларға, Һөкүмлириң деңиз-океан чоңқурлуғиға, Ғәмхорлуқ қилисән инсан һәм һайванға.
Psal UyCyr 35:8  Бебаһадур мәңгүлүк муһәббитиң, әй Худа, Пана тапар инсанлар қанатлириң сайисида.
Psal UyCyr 35:9  Қанаәтлинәр улар өйүңдики мол немәтләрдин, Һөзүр алар Сениң һөзүрлүк дәриялириңдин.
Psal UyCyr 35:10  Чүнки Өзәң һаятлиқ булиғисән, Көримиз һәқиқәтни нуруң билән.
Psal UyCyr 35:11  Айрилмиғай мәңгүлүк муһәббитиң Сени тонуғанлардин, Айрилмиғай адалитиң қәлби паклардин.
Psal UyCyr 35:12  Дәссимисун мени тәкәббурлар, Қоғлимисун мени яманлар.
Psal UyCyr 35:13  Қара мана, ғулап чүшти яманлиқ қилғучилар, Жиқитилди, әнди туралмас улар.