Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 78
Psal UyCyr 78:1  Әй Худа, ят әлләр бесип кирди зиминиңға, Улар булғап муқәддәс ибадәтханаңни, Харабигә айландурди Йерусалимни.
Psal UyCyr 78:2  Асмандики қушларға йәм қилди улар, Қуллириңниң җәсәтлирини. Ташлап бәрди даладики һайванларға, Мөмүн бәндилириңниң әтлирини.
Psal UyCyr 78:3  Йерусалимда дәрия қилип еқитти улар, Хәлқиңниң қанлирини. Бирәр тирик җанниму қалдурмиди һәтта, Көмгили җәсәтлирини.
Psal UyCyr 78:4  Һақаритигә қалдуқ хошна әлләрниң, Мәсқирә нишани болдуқ уларниң.
Psal UyCyr 78:5  Әй Пәрвәрдигар, ғәзивиң қачанғичә, мәңгүгиму?! От болуп янған ғәзивиң бесиларму?
Psal UyCyr 78:6  Ғәзивиңни чач Сени тонумиған әлләргә, Вә Саңа ишәнмигән сәлтәнәтләргә.
Psal UyCyr 78:7  Чүнки улар вәйран қилди Яқупниң нәслини, Хану-вәйран қилип униң маканини.
Psal UyCyr 78:8  Биздин алма сориғини гуна қилса әҗдадимиз, Бизгә тезирәк рәһим қилғин, Бәкму начар чүнки бизниң әһвалимиз.
Psal UyCyr 78:9  Әй Ниҗаткаримиз Пәрвәрдигар, Шөһрити үчүн намиңниң, Болғин бизгә мәдәткар. Кәчүргәйсән гунайимизни, Намиң үчүн қутқузғин бизни.
Psal UyCyr 78:10  «Қени уларниң Худаси?» дәп, Ят әлләр мазақ қилса боламду? Қирғин қилған турса улар қуллириңни, Көрсәт бизгә уларни җазалиғанлиғиңни.
Psal UyCyr 78:11  Әсирләрниң аһ-зарлирини аңлиғайсән, Өлүмгә буйрулғанларни қудритиңдә сақлиғайсән.
Psal UyCyr 78:12  Әй Егәм, Саңа қилған һақаритини хошна әлләрниң, Йәттә һәссә ашуруп өзигә бәр уларниң.
Psal UyCyr 78:13  Биз Сениң Өз қовумуң, қой падаңдурмиз, Саңа мәңгү һәмдусана-шүкүр ейтимиз, Мәдһийимизни әвлаттин-әвлатқичә давам етимиз.