Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 83
Psal UyCyr 83:2  Нәқәдәр әзиздур учришиш җайиң, Әй Пәрвәрдигар — қудрәтлик Сәрдар.
Psal UyCyr 83:3  Сеғинип шунчилик болдум мән тәшна, Әй Егәм, ибадәтханиниң һойлилириға. Болмақта қәлбим вә җисмим шунчә интизар, Һаятлиқ булиғи болған бирдин-бир Худаға.
Psal UyCyr 83:4  Маңа шаһ болған әй қудрәтлик Сәрдар Худа, Қурванлиқ супаңниң әтраплириға, Һәтта қушқачлар салди уга, Қарлиғачму җай тапти балилирини беқишқа.
Psal UyCyr 83:5  Нәқәдәр бәхитлик ибадәтханаңда болғанлар, Тохтимастин Саңа һәмдусана оқуватқанлар. Селаһ
Psal UyCyr 83:6  Нәқәдәр бәхитлик Сәндин күч-қудрәт тапқанлар, Қәлбидин Сионни тавап қилишқа интизар болғанлар.
Psal UyCyr 83:7  Жиға-зар қаплиған қурғақ җилғидин өткәндә улар, У йәрни булақлиқ маканға айландурар, У йәр күз ямғурлири билән бәрикәтлинәр.
Psal UyCyr 83:8  Маңғансири улар қувәт үстигә қувәт тапар, Сионға йетип берип, Худаниң һозурида һазир болар.
Psal UyCyr 83:9  Әй Пәрвәрдигар — қудрәтлик Сәрдар Худа, Қулақ салғин дуалиримға. Тиңшиғин илтиҗайимни, Әй Яқупни таллиған Худа. Селаһ
Psal UyCyr 83:10  Илаһим, көңүл бөлгин қалқинимиз падишаға, Нәзириңни бәр Өзәң таллиғиниңға.
Psal UyCyr 83:11  Бәрһәқ ибадәтханаңда өткән бир күн, Әвзәлдур башқа йәрдә өткән миң күндин. Әла билимән Худа өйиниң босуғисида турушни, Яманларниң раһәт-парағәтлик өйидә яшаштин.
Psal UyCyr 83:12  Бизгә қуяш, қалқандур Пәрвәрдигар Егимиз, Ата қилар У шан-шөһрәт вә шапаәт. Дурус йолда маңғанлардин, Айимас яхшилиғини та әбәт.
Psal UyCyr 83:13  Әй Пәрвәрдигар — қудрәтлик Сәрдар, Бәхитликтур Саңа таянғанлар.