Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 20
Psal UyCyr 20:2  Әй Пәрвәрдигар, шатлинар падиша қудритиңдин, Хошалдур у ериштүргән ғалибәңдин.
Psal UyCyr 20:3  Сән әмәлгә ашурдуң хаһишлирини, Рәт қилмидиң сориған тиләклирини. Селаһ
Psal UyCyr 20:4  Мол бәрикәтләр ата қилдиң униңға, Сап алтундин таҗа кийдүрдүң бешиға.
Psal UyCyr 20:5  Өмүр бәрдиң өмүр тилисә, Һаятини узарттиң мәңгүгә.
Psal UyCyr 20:6  Зор шөһрәткә ериштүрди Сән қазандурған ғалибә, Улуқ шәрәпкә еришти у Сениң ярдимиңдә.
Psal UyCyr 20:7  Мәңгүлүк бәрикәт ата қилип униңға, Һозуруңда чөмдүрисән уни шатлиққа.
Psal UyCyr 20:8  Бәрһәқ, падиша ишәнч бағлар Пәрвәрдигарға, Улуқ Худаниң муһәббитидә тәврәнмәс әсла.
Psal UyCyr 20:9  Әсир елип барлиқ дүшмәнлириңни, Оң қолуңда тутарсән Саңа өч болғанларни.
Psal UyCyr 20:10  Тонурдики чоғлар кәби көйәр улар, Намайән қилғиниңда ғәзивиңни, Ялмап кетәр от ялқуни — Ғәзәплириң жутар уларни.
Psal UyCyr 20:11  Йоқитарсән йәр йүзидин уларниң әвлатлирини, Қурутарсән инсанийәт дуниясидин нәслини.
Psal UyCyr 20:12  Яманлиқ қилишқа урунсиму улар Саңа, Ойлап чиқсиму һәм һейлә-микир, Амма әмәлгә ашуралмас пәқәтла.
Psal UyCyr 20:13  Чекиндүрисән уларни, Йүзлиригә бәтлигәндә оқ-яриңни.
Psal UyCyr 20:14  Әй Пәрвәрдигар, көрсәткәйсән қудритиңни, Нахша ейтип мәдһийиләйли ғалибилириңни.