Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 26
Psal UyCyr 26:1  Ниҗатлиғим вә нурум турса Пәрвәрдигар, Мән йәнә кимләрдин қорқуп яшай? Һаятимниң қорғини турса Пәрвәрдигар, Йәнә кимләр алдида титирәп турай?
Psal UyCyr 26:2  Рәқиплирим, дүшмәнлирим путлишип чүшти дүм, Гөшүмни йемәк болуп маңа қилғанда һуҗум.
Psal UyCyr 26:3  Яв ләшкәрлири алсиму мени қоршавға, Қорқунуч болмас қәлбимдә әсла. Атлансиму улар маңа қарши җәңгә, Тәврәнмәс ишәнчим бардур йәнила.
Psal UyCyr 26:4  Өтүнимән Пәрвәрдигардин бир ишни, Ейтай йәни хаһишимни: «Яшап бир өмүр Пәрвәрдигарниң өйидә, Қансам Униң гөзәл һөснигә, Тәпәккүр қилалисам Егәм һәққидә».
Psal UyCyr 26:5  Еғир күнләр кәлгинидә бешимға, Алар У мени сайивини астиға. Чиқирип мени паналинидиған егиз җайға, Йошуруп қояр муқәддәс чедириға.
Psal UyCyr 26:6  Әнди қәддим көтирилди дүшмәнлирим алдида. Шатлиқ билән алқишлап Пәрвәрдигарни, Қилармән қурванлиқ Худаниң чедирида, Уни күйләймән яңритип нәғмә-нава.
Psal UyCyr 26:7  Әй Пәрвәрдигар, аңлиғайсән авазимни қилсам дуа, Көрсәткәйсән илтипат җавап берип маңа.
Psal UyCyr 26:8  «Әй Пәрвәрдигар, тәлпүнимән пәқәт Саңа» Дедим мән, дегиниңдә «тәлпүнгин Маңа».
Psal UyCyr 26:9  Қачурмиғин мениңдин дидариңни, Ташлимиғин ғәзивиңдә мән қулуңни. Болуп кәлдиң, әй Худа, мәдәткарим, Рәт қилма, ташлима мени Ниҗаткарим.
Psal UyCyr 26:10  Ваз кәчсиму мениңдин ата-анам, Өз қойниға алар мени Пәрвәрдигарим.
Psal UyCyr 26:11  Әй Пәрвәрдигар, һәқ йолуңни үгәт маңа, Башла мени һәққанийәт йолуңға, Чүнки бардур дүшмәнлирим әтрапимда.
Psal UyCyr 26:12  Ташлап қойма дүшмәнлиримниң мәйлигә мени, Башлиди бу сахта гувачилар маңа қарши һуҗумни, Шунчә явуз, зәһәрдур уларниң тиллири.
Psal UyCyr 26:13  Йоқитар едим өзәмни әгәр ишәнчим болмиса Көрүшкә Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини бу дунияда.
Psal UyCyr 26:14  Тәлмүрүп күткин Пәрвәрдигарни, Батур бол, җүръәтлик қил жүригиңни, Шундақ тәлмүрүп күткин Пәрвәрдигарни.