Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 40
Psal UyCyr 40:2  Бәхитликтур ғерипларниң һалидин хәвәр алғучи, Бешиға күн чүшкәндә Пәрвәрдигар қутқузар уни.
Psal UyCyr 40:3  Һаятини сақлайду, қоғдап уни Пәрвәрдигар, Худа ата қилған зиминда яшайду у бәхтияр, Дүшмәнлириниң мәйлигә ташлимас уни зинһар.
Psal UyCyr 40:4  Кесәл болуп, орун тутуп йетип қалғинида, Пәрвәрдигар йөләк болуп, қувәт берәр униңға, Шипалиқ берәр кесәл болған чағлирида.
Psal UyCyr 40:5  Илтиҗа қилдим Худаға: Әй Пәрвәрдигар, шәпқәт қилип маңа, Сақайтқин мени, Гуна қилип, қарши чиққан болсамму Саңа.
Psal UyCyr 40:6  Рәһимсиз дүшмәнлирим қарғар мени: «Тезирәк өлүп у, өчсун нами».
Psal UyCyr 40:7  Улардин бирәрси келип йенимға, Ялған сөзләрни ейтар маңа. Көңлидә топлап мән һәққидә ғевәтни, Йенимдин чиқипла яйиду уларни халайиққа.
Psal UyCyr 40:8  Мән һәққидә пичирлишар маңа өчләр, Зиянкәшлик қәстидә мундақ дейишәр:
Psal UyCyr 40:9  «Яман кесәл чаплишипту униңға, Ятқан орнидин туралмас у әнди әсла».
Psal UyCyr 40:10  Һәтта өзәм ишәнгән қәдинас достумму Сетивәтти мени аш-тузумни йәп турупму.
Psal UyCyr 40:11  Әй Пәрвәрдигар, қилип маңа шәпқитиңни, Турғузғайсән орнумдин мени, Шунда улардин алалаймән өчүмни.
Psal UyCyr 40:12  Ғалибә қилғузмидиң үстүмдин дүшмәнлиримни, Билдим шуниңдин, мәндин хуш екәнлигиңни.
Psal UyCyr 40:13  Пак болғиним үчүн йөләк болисән маңа, Мәңгү турғузисән мени һозуруңда.
Psal UyCyr 40:14  Мәдһийиләр болғай Пәрвәрдигарға, Исраилларни таллиған Худаға, Мәңгүдин-мәңгүгә! Амин, амин!