Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 59
Psal UyCyr 59:3  Әй Худа, йәр билән йәксән қилдиң рәт қилип бизни, Ғәзәпләндиң, әнди қайтур йениңға һәммимизни.
Psal UyCyr 59:4  Сән тәвритип ечивәттиң йәр-зиминни, Мана силкинмәктә йәр, оңша уни.
Psal UyCyr 59:5  Әй Худа, азап салдиң Өз хәлқиңгә, Җаза шаривини ичкүздиң бизгә.
Psal UyCyr 59:6  Амма тиклидиң бәлгү туғи Саңа ихласи барларға, Паналанғай дәп яв оқ-ялиридин қечип униңға. Селаһ
Psal UyCyr 59:7  Оң қолуңда қутқуз бизни қилип бизгә иҗавәт, Өзәң сөйгән бәндилириң тапсун шунда ниҗат.
Psal UyCyr 59:8  Худа шундақ дәйду Өз муқәддәслиги билән: «Шатлиқта хәлқимгә бөлүп беримән Шәкәм диярини, Тәхсим қилип беримән Суккот вадисини.
Psal UyCyr 59:9  Гилъад райони мәнсүптур Маңа, Манассәму һәм тәәллуқ Маңа. Әфрайим — бешимдики дубулғамдур, Йәһуда Мениң сәлтәнәт һасамдур.
Psal UyCyr 59:10  Пут жуюдиған қачидур Моаб Маңа, Чоруғумни ташлаймән Идомға. Чуқан салимән, Филистийә үстидин ғалибә қилғинимға».
Psal UyCyr 59:11  Ким мени Идомға ғалибә билән башлап кирәр, Ким мени у мустәһкәм шәһәргә башлап барар?
Psal UyCyr 59:12  Әй Худа, биздин ваз кәчтиңму? Биз билән биргә болмидиң җәңдиму.
Psal UyCyr 59:13  Дүшмәнгә қарши бизгә бол ярдәмдә, Бекардур ғалибә қазиниш инсанниң ярдимидә.
Psal UyCyr 59:14  Худаниң қудрити билән күрәш қилимиз батурларчә, Егәм Өзи мәғлуп қилар дүшминимиз түгигичә.