Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 84
Psal UyCyr 84:2  Нәзириң тәккән зиминға илтипат әйләп әй Егәм, Қайта гүлләп-яшнатқан едиң жутини Яқупниң.
Psal UyCyr 84:3  Әпу қилип қилмишини хәлқиңниң, Кәчүргән едиң гуналирини уларниң. Селаһ
Psal UyCyr 84:4  Аччиғиңни жутуветип ичиңгә, Оттәк янған қәһриңни басқан едиң.
Psal UyCyr 84:5  Бизгә ниҗатлиқ берип кәлгән әй Худа, Бизгә болған аччиғини қайтуруп, Алғин бизни қайтидин Өз меһриңниң қойниға.
Psal UyCyr 84:6  Бизгә Худа әбәдий ғәзәплинип турамсән? Ғәзивиңни әвлаттин-әвлатқичә созамсән?
Psal UyCyr 84:7  Шатлиниши үчүн Сәндин хәлқиңниң Бизни қайта гүлләндүрүп қоймамсән?
Psal UyCyr 84:8  Бизгә бәргин мәңгүлүк муһәббитиңни, Ата қилғин бизгә һәм ниҗатлиғиңни.
Psal UyCyr 84:9  Қулақ салай Худаниң сөзлиригә, Хатирҗәмлик, аманлиқ бериду Егәм Өз хәлқи вә садақәтмәнлиригә, Маңмисун дәп хата йолда улар йәнә.
Psal UyCyr 84:10  Шундақ, ихласмәнләрни қутқузар Худа, Аян болуп шан-шәриви зиминимизда.
Psal UyCyr 84:11  Худаниң мәңгүлүк муһәббити вә садақити Елип келәр һәққанийлиқ вә аманлиқни.
Psal UyCyr 84:12  Вападарлиқ зиминда моҗут болар, Һәққанийлиқ асманлардин бақар.
Psal UyCyr 84:13  Пәрвәрдигар бәрикәт ата қилар, Йәрлиримиз чоқум һосуллуқ болар.
Psal UyCyr 84:14  Һәққанийлиқ әлчиси болуп Худаниң, Келәр алдида йол һазирлап Пәрвәрдигарниң.