Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 16
Psal UyCyr 16:1  Әй Пәрвәрдигар, Қулақ салғин Саңа қилған давайимға, Етивар қилғин мениң налә-пәриядимға, Көңүл қойғин чин, сәмимий дуайимға.
Psal UyCyr 16:2  «Гунасиз» дәп ақлиғин мени, Чүнки көзүң көрәр адиллиқни.
Psal UyCyr 16:3  Синап мениң қәлбимни, Күзитип кечидә хиялимни, Тәкшүрүп баққан болсаңму мени, Тапалмидиң һечбир әйипни. Чиң жумай, дәп ойлидим ағзимни.
Psal UyCyr 16:4  Әла билип Сениң тәлимлириңни, Зораванларниң йолидин тарттим өзәмни, Жуқтурмидим яманларниң қилмишлирини.
Psal UyCyr 16:5  Изиңдин маңдим мән қәдәм елип, Шуңа кәтмиди путлирим тейилип.
Psal UyCyr 16:6  Әй Егәм, илтиҗа қилдим Саңа, Җавап бәргәчкә Сән маңа. Бөлүп маңа диққитиңни, Тиңшиғин сөзлиримни.
Psal UyCyr 16:7  Маңа бәхит әткин мәңгүлүк муһәббитиңни, Әй Өзәңгә таянғанларниң Ниҗаткари, Һуҗумға қалғанларниң қудрәтлик Қутқазғучиси.
Psal UyCyr 16:8  Көз қаричуғуңдәк асриғин мени, Мени һалак қилмақчи болған яманлардин. Қанатлириң астиға йошурғин мени, Қоршавалған әшәддий дүшмәнлиримдин.
Psal UyCyr 16:9  Көз қаричуғуңдәк асриғин мени, Мени һалак қилмақчи болған яманлардин. Қанатлириң астиға йошурғин мени, Қоршавалған әшәддий дүшмәнлиримдин.
Psal UyCyr 16:10  Таштәк қаттиқтур уларниң бағирлири, Чоң сөзләйду һәм еғизлири.
Psal UyCyr 16:11  Изимға чүшүп қоршавға алди мени, Алмақ болуп улар мениң җенимни.
Psal UyCyr 16:12  Улар охшар йошурун җайда турған яш ширларға, Оға амрақ шир кәби олҗисини талашқа.
Psal UyCyr 16:13  Өтүнәй Худа, алдини тосап уларниң, Қиличиң билән тиз пүктүрүп уларни, Қутқузғин яманлардин җенимни.
Psal UyCyr 16:14  Әй Пәрвәрдигар, қутқуз мени Өз қолуң билән Бу паний дуниядики яманлардин. Пәқәт мошу дуниядидур уларниң несивиси, Немәтлириң билән тояр уларниң қосиғи. Пәрзәнтлири билән қанаәт тапар көңүллири, Балилириға қалдурар улар мал-мүлкини.
Psal UyCyr 16:15  Һәққанийлиғим билән йүзүңни көрәрмән, Ойғанғинимда дидариңға қанармән.