Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 18
Psal UyCyr 18:2  Асман җакалар Худаниң шан-шәривини, Асман намайән қилар Униң иҗадини.
Psal UyCyr 18:3  Тохтимастин сөзлишәр улар һәр күн, Махтишар Худани кечә вә түн.
Psal UyCyr 18:4  Ишләтмигән болсиму гәрчә улар тиллирини, Чиқармиған болсиму гәрчә улар үнлирини.
Psal UyCyr 18:5  Тивишлири йейилип кәткән тамам йәр йүзигә, Хәвири йетип барғандур җаһанниң чәтлиригә. Қуяш үчүн бир чедир тиккәндур Худа асманға,
Psal UyCyr 18:6  Чиқар ундин қуяш охшап тойи болған оғулға. Шатлинар у охшап гоя жүгрәшкә чиққан палванға.
Psal UyCyr 18:7  Өрлисә у асманниң бир четидин, Барар чөгүләп йәнә бир четигичә, Қачалмас һечнәрсә униң һараритидин.
Psal UyCyr 18:8  Мукәммәлдур Пәрвәрдигарниң тәлимлири, Йеңилар У инсан вуҗудини, Ишәнчликтур Пәрвәрдигарниң пәризлири, Дана қилар наданларни.
Psal UyCyr 18:9  Тоғридур Пәрвәрдигарниң көрсәтмилири, Шатландурар қәлбләрни. Очуқтур Пәрвәрдигарниң әмирлири, Рошән қилар көзләрни.
Psal UyCyr 18:10  Паклиқтур ихлас қилиш Пәрвәрдигарға, Ихласмәнлик давамлишар әбәдийгә. Һәқиқәттур Пәрвәрдигарниң һөкүмлири, Адиллиқ сиңгәндур уларниң һәрбиригә.
Psal UyCyr 18:11  Қиммәттур улар алтундин, һәтта барчә сап алтундин, Шериндур һәсәлдин, һәтта һәрә угисидин тамчиған һәсәлдин.
Psal UyCyr 18:12  Шундақла агаһландурар мән бәндәңни, Чиң турғучи буларда алар чоң бәхитни.
Psal UyCyr 18:13  Ким билип йетәлисун өзи қилған хаталиқлирини, Билмәй қилған гуналиримдин паклиғин мени.
Psal UyCyr 18:14  Сақлиғайсән бәндәңни билип гуна қилиштин, Һөкүмранлиқ қилмиғай гуна мениң үстүмдин. Әйипсиз болурмән мән шундила, Сақлинимән қилиштин еғир гуна.
Psal UyCyr 18:15  Әй Пәрвәрдигар, қорам тешим вә Ниҗаткарим, Хуш қилғай Сени сөзлирим вә хияллирим.