Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 39
Psal UyCyr 39:1  Сәвир-тақәт қилип күттүм Пәрвәрдигарни, Қулақ селип аңлиди У пәриядимни.
Psal UyCyr 39:2  Сәвир-тақәт қилип күттүм Пәрвәрдигарни, Қулақ селип аңлиди У пәриядимни.
Psal UyCyr 39:3  Тартивалди У мени һалакәт гирдавидин, Чиқиривалди чоңқур патқақ-сазлиқтин. Қорам таш үстигә турғузуп путлиримни, Мустәһкәм қилди мениң қәдәмлиримни.
Psal UyCyr 39:4  Пәрвәрдигар ата қилди маңа йеңи бир күйни, Егимизни мәдһийиләйдиған мунаҗәтни. Нурғун адәм көрүп Униң қудритини, Пәрвәрдигарға ишәнч бағлап һөрмәтләр Уни.
Psal UyCyr 39:5  Бәхитликтур ишәнч бағлиғанлар Пәрвәрдигарға, Чоқунмиғанлар сахта илаһларға, Жүрмигәнләр бутпәрәсләр арисида.
Psal UyCyr 39:6  Әй Егимиз, Пәрвәрдигар, шунчә көптур мөҗүзилириң, Биз үчүн қилған чоң илтипат вә планлириң. Сансиздур баян қилсам әҗир вә әмгәклириң, Йоқтур Сениң һечбир тәңдишиң.
Psal UyCyr 39:7  Халимайсән қурванлиқ яки һәдийәләрни, Халимайсән нә көйдүрмә, нә гуна қурванлиғини. Аңлисун дәп буни ачтиң қулақлиримни.
Psal UyCyr 39:8  Шуңа дедим: «Мән кәлдим мана, Йезилғандур мән һәққидә Муқәддәс Язмиларда.
Psal UyCyr 39:9  Әй Илаһим, ирадәңни әмәлгә ашуруш хошаллиғимдур, Тәлимлириң қәлбимгә чиң йезилғандур».
Psal UyCyr 39:10  Зор җамаәт арисида җакалидим адалитиңни, Әй Пәрвәрдигар, билисән, жумувалмаймән ағзимни.
Psal UyCyr 39:11  Йошуруп жүрмидим қәлбимдә адалитиңни, Баян әйлидим вападарлиғиң һәм ниҗатлиғиңни. Йошурун тутмидим бүйүк җамаәттин, Мәңгүлүк муһәббитиң вә һәқиқитиңни.
Psal UyCyr 39:12  Әй Пәрвәрдигар, айимиғин мәндин шәпқитиңни, Мәңгүлүк муһәббитиң, һәқиқитиң сақлиғай мени.
Psal UyCyr 39:13  Чирмавалди һәдди-һесапсиз қийинчилиқлар мени, Кор болдум, гуналирим тосавалғач көз нурумни. Бешимдики чечимдин көп болғачқа гуналирим, Рәт қилди җисмимдин җасаритимни.
Psal UyCyr 39:14  Әй Пәрвәрдигар, қутқуз мени йәткүзүп илтипатиңни, Әй Пәрвәрдигар, тездин маңа бәргин ярдимиңни.
Psal UyCyr 39:15  Җенимни алмақчи болғанлар, Шәрмәндә болсун йүзи төкүлүп. Җапайимдин хошал болғанлар, Чекинсун рәсва болуп.
Psal UyCyr 39:16  Мийиғида күлгәнләр қилип мени мәсқирә, Әндишә ичидә болсун шәрмәндә.
Psal UyCyr 39:17  Саңа тәлпүнгүчи барлиқ кишиләр, Сәндин хошал болуп шатлансун. Ниҗатлиғиңни сөйгәнләр һәр дайим: «Пәрвәрдигар улуқтур» десун!
Psal UyCyr 39:18  Бир бечарә һаҗәтмән өзәм, Бирақ мени яд етәр Егәм. Мәдәткаримсән һәм Ниҗаткарим, Кечикмигин, әй Илаһим.