Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 58
Psal UyCyr 58:2  Қутқуз Егәм, мени дүшмәнлиримдин, Қоғда мени маңа қарши турғанлардин.
Psal UyCyr 58:3  Қутқузғайсән яманларниң қолидин, Азат қилғин қанхорларниң қойнидин.
Psal UyCyr 58:4  Җенимни алмақ үчүн улар пайлап жүрмәктә, Нә җинайәт, нә гуналар болсун мениңдә. Вәһшийләр бирлишип маңа сүйиқәст қилмақта, Һеч яманлиқ қилмисамму уларға. Улар тәйяр болмақта маңа һуҗум қилишқа, Кәлгин маңа ярдәм беришкә, Нәзәр селип мениң ушбу һалимға.
Psal UyCyr 58:5  Җенимни алмақ үчүн улар пайлап жүрмәктә, Нә җинайәт, нә гуналар болсун мениңдә. Вәһшийләр бирлишип маңа сүйиқәст қилмақта, Һеч яманлиқ қилмисамму уларға. Улар тәйяр болмақта маңа һуҗум қилишқа, Кәлгин маңа ярдәм беришкә, Нәзәр селип мениң ушбу һалимға.
Psal UyCyr 58:6  Әй Пәрвәрдигар — қудрәтлик Сәрдар Худа, Әй исраилларни таллиған Худа, Кәлгин барлиқ худасизларни җазалашқа, Шәпқәт қилмиғин яман сатқунларға. Селаһ
Psal UyCyr 58:7  Һәр ахшими келәр улар, Лалма ишттәк шәһәрдә һавушуп жүрәр,
Psal UyCyr 58:8  Тохтимастин еғизлиридин яманлиқ чиқар, Тиллири уларниң хәнҗәргә охшар, Ичидә «қилғанлиримизни кимму биләр» дәп ойлар.
Psal UyCyr 58:9  Лекин Худа Сән улар үстидин күлисән, Барлиқ Худасиз әлләрни мазақ қилисән.
Psal UyCyr 58:10  Саңа тәлмүримән, әй күч-қудритим Худа, Чүнки башпанайимдурсән маңа дайим.
Psal UyCyr 58:11  Вападар Пәрвәрдигар маңа келип ярдәм берәр, Дүшмәнлиримниң мәғлубийитини көрситәр.
Psal UyCyr 58:12  Әй қалқинимиз болған Егәм, Һалак қилма уларни, Унтумисун хәлқим уларниң һалини, Қудритиң билән сәрсан қилғин уларни, Йәргә қаратқин уларниң йүзлирини.
Psal UyCyr 58:13  Еғизлири толғандур яманлиққа, Зәһәр тамар тиллиридин уларниң, Яман сөз вә ялғанчилиқлири, Тумшуғидин илгәй тәкәббурлуғиниң.
Psal UyCyr 58:14  Ғәзивиңдә йоқ қил уларни, Қирип ташла қалдурмай бирини. Аян болсун пүтүн дунияға, Яқуп әвлатлириға Худаниң һөкүмран екәнлиги. Селаһ
Psal UyCyr 58:15  Һәр ахшими келәр улар, Лалма ишттәк шәһәрдә һавушуп жүрәр.
Psal UyCyr 58:16  Озуқ издәп һәрянға қатирар, Тапалмиса әгәр ач қелип һувлар.
Psal UyCyr 58:17  Һалбуки, мән күйләймән қудритиңни, Һәр сәһәрдә мәңгүлүк муһәббитиңни. Чүнки Сән мениң қорғинимсән, Еғир күнләрдә панагаһимсән.
Psal UyCyr 58:18  Әй маңа күч-қувәт болған Егәм, Бардур Саңа мениң мәдһийәм. Сән мениң мустәһкәм қорғинимдурсән, Маңа муһәббәт көрсәткүчи Худадурсән.