Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 7
Psal UyCyr 7:2  Әй Егәм Пәрвәрдигар, тапимән пана Сәндин, Халас қилип барлиқ дүшмәнлиримдин, Қутқузғайсән мени қоғлап жүргәнләрдин.
Psal UyCyr 7:3  Болмиса, улар ширдәк титип ташлар мени, Һечкимим йоқтур қутқузидиғанға җенимни.
Psal UyCyr 7:4  Әй Пәрвәрдигарим, қилған болсам бирәр яманлиқни, Булғиған болсам наһәқ ишлар билән қоллиримни,
Psal UyCyr 7:5  Қилған болсам достумға яманлиқни, Сәвәпсиз булиған болсам дүшминимни,
Psal UyCyr 7:6  Дүшминим тутувалсун қоғлап мени, Җенимни алсун улар чәйләп тенимни, Йәр билән йәксән қилсун иззитимни. Селаһ
Psal UyCyr 7:7  Әй Пәрвәрдигар, ғәзәпләнгин, сүкүт қилма, Қарши чиққин қәһәрлик дүшмәнлиримгә, әй Худа, Мән үчүн ойғанғин, уларни тартқин сотқа, Сән бәкиткән һөкүмни ада қилғин уларға.
Psal UyCyr 7:8  Сот ачмақ үчүн олтарғин бүйүк орнуңда, Һәммә хәлиқләр топлашсун әтрапиңға.
Psal UyCyr 7:9  Пәрвәрдигар сот ачар хәлиқләргә, Әй Пәрвәрдигар, қилғайсән һөкүм Лайиқ һалда һәққаний, пак-диянитимгә.
Psal UyCyr 7:10  Ахирлаштурғин яманларниң ишлирини, Тәврәнмәс қилғин һәққанийларни, Әй һәққаний Худа, синиғучисән қәлбләрни.
Psal UyCyr 7:11  Қалқинимдур Худа, Ниҗаткар болур қәлби пакларға.
Psal UyCyr 7:12  Адил сотчидур Худа, Нәпрәтлинәр яманлардин дайим.
Psal UyCyr 7:13  Әгәр ташлимиса инсан яман йолини, Биләп У қиличини, Бәтләп қояр оқ-ярини.
Psal UyCyr 7:14  У тәйярлап қойғандур әҗәллик қуралларни, Бәтләп қойғандур оқ-яриниң отлуқ оқини.
Psal UyCyr 7:15  Яман киши гунаға һамилдар болар, Қосиғи аччиқ зәһәргә толар, Туққан балиси ялғанчи болар.
Psal UyCyr 7:16  Ким колиса башқилар үчүн ора, Жиқилип чүшәр өзи униңға.
Psal UyCyr 7:17  Ким яманлиқ қилса башқиларға, Йенип келәр өз бешиға. Ким зулум салса башқиларға, Йенип келәр өз бешиға.
Psal UyCyr 7:18  Тәшәккүр ейтимән һәққаний Пәрвәрдигарға, Мәдһийә ейтимән улуқ Худаниң намиға.