Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 85
Psal UyCyr 85:1  Бечарә вә муһтаҗдурмән, әй Рәббим Худа, Наләмгә қулақ селип җавап бәргин маңа.
Psal UyCyr 85:2  Саңа садиқ бәндәңниң сақлап қалғин җенини. Қутқузувалғин, пәқәтла Саңа таянған қулуңни. Чүнки Сәнла бирдин-бир мениң Худайимсән.
Psal UyCyr 85:3  Әй Рәббим, илтипат әйлигин маңа, Қилмақтимән күн бойи илтиҗа Саңа.
Psal UyCyr 85:4  Мән қулуңниң көңлини бир шат қилғина, Чүнки мән сеғинип дуа қилимән Саңа.
Psal UyCyr 85:5  Әй Рәббим, бәрһәқ Сән меһриван вә кәчүрүмчан, Меһриң чәксиз илтиҗа қилғанларға һәр қачан.
Psal UyCyr 85:6  Әй Пәрвәрдигар, көңүл бөлгин мениң дуайимға, Қулақ салғин шәпқәт сориған илтиҗайимға.
Psal UyCyr 85:7  Сеғинимән Рәббим Сени күн чүшкәндә бешимға, Чүнки Сән җавап берип кәлдиң маңа дайима.
Psal UyCyr 85:8  Йеганисән, әй Рәббим, ғәйри илаһлар алдида, Улуқ ишни қилғучи пәқәт бир Өзәңла.
Psal UyCyr 85:9  Сән яратқан барлиқ қовумлар, Келип алдиңға сәҗдә қилар Һәм намиңни улуқлар улар.
Psal UyCyr 85:10  Әҗайип улуқ мөҗүзиләр Егисисән, Бәрһәқ, ялғуз Сәнла Худадурсән.
Psal UyCyr 85:11  Пәрвәрдигар, үгәткин маңа йолуңни, Әгишип Саңа һәқ йолда яшай. Қаратқин Өзәңгила бу қәлбимни, Чин дилимдин Саңа ихлас қилай.
Psal UyCyr 85:12  Пүтүн қәлбим билән шүкүрләр ейтимән Саңа, Улуқлаймән намиңни мәңгүгә Рәббим Худа.
Psal UyCyr 85:13  Чүнки қутқуздуң җенимни өлүкләр дәргаһидин, Өзгәрмәс муһәббитиң шунчә чәксиз болғач маңа.
Psal UyCyr 85:14  Әй Худа, маңа қарши туриду мәнмәнчиләр, Җенимни алмақ үчүн издәр мени вәһшийләр. Көзгә илип қоймас Сени қилчә улар.
Psal UyCyr 85:15  Лекин Рәббим рәһимдил, шәпқәтликсән, Асанлиқчә ғәзәпләнмәйсән, Меһир-муһәббәт, садақәттә чәксизсән.
Psal UyCyr 85:16  Һалимға бақ, маңа шәпқәт әйлигин, Мәндәк қулуңға күч-мағдир ата қилғин, Мән қулуңни мәшәққәттин қутқузғин.
Psal UyCyr 85:17  Көрсәт маңа шәпқитиңни, Ярдәм бәргин, әй Пәрвәрдигар, Тапсун қәлбим тәсәлла, Болсун шәрмәндә маңа өч болғанлар.