Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 89
Psal UyCyr 89:2  Әй Рәббим пана болуп кәлдиң бизгә Әвлаттин-әвлатқичә.
Psal UyCyr 89:3  Тағлар бәрпа қилинмастинла, Зимин вә аләм яритилмастинла, Өзәң Худа едиң әзәлдинла, Мәңгүгә Худадурсән йәнила.
Psal UyCyr 89:4  Десәң әгәр «Әй инсанлар топиға қайтиңлар», Инсан шуан топиға айлинар.
Psal UyCyr 89:5  Бәрһәқ, Сән үчүн миң жил гоя Түнүгүн өткән бир күндәкла, Яки кечидики бир нәччә сааттәкла.
Psal UyCyr 89:6  Инсанни елип кетисән кәлкүндәк, Униң өмри түгәр гояки чүштәк, Таң сәһәрдә үнүп чиққан майсидәк. Майсилар үнүп чиқар сәһәрдә, Солишип кетәр ахшамғичә.
Psal UyCyr 89:7  Шүбһисизки, биз һалак болимиз ғәзивиңдин, Вәһимигә чүшимиз қәһриңдин.
Psal UyCyr 89:8  Ашкарә қилисән яманлиғимизни алдиңда, Йошурун гуналиримизни җамалиңниң нурида.
Psal UyCyr 89:9  Күнлиримиз ғәзәп-нәпрәттә өтәр, Жиллиримиз уһ тартип азапта кетәр.
Psal UyCyr 89:10  Өмримиз йәтмиш жилчә болар, Сәксәнгә улишар мағдири барлар. Амма әң яхши чағлиримизму Җапа вә қайғуда өтәр, Күнлиримиз көзни жумуп ачқичә түгәр, Һаятимиз учқандәк өтүп кетәр.
Psal UyCyr 89:11  Ғәзивиңниң қудритини ким ойлап йетәр? Қәһриңгә лайиқ ким Сәндин әйминәр?
Psal UyCyr 89:12  Өмүр қисқа, қәдирләшни үгәткин бизгә, Шу өмүрниң савақлири орнисун қәлбимизгә.
Psal UyCyr 89:13  Әй Егәм, өтүнәй мән, қайтип кәлгин аримизға, Қачанғичә яшаймизки муһтаҗ болуп шәпқитиңгә? Рәһим әйлә Сени сөйгән бәндилириңгә!
Psal UyCyr 89:14  Һәр сәһәрдә қандурсаң гәр бизни чин муһәббитиңгә, Һәр күн алқиш яңратқаймиз Сениң қутлуқ шәниңгә.
Psal UyCyr 89:15  Бизгә қанчә узун азап салған болсаң, Бизни қандақ күлпәтләргә қойған болсаң, Әнди шунчә күлкә, шатлиқ бәргин бизгә.
Psal UyCyr 89:16  Садиқ бәндилириң көрсун ниҗатлиғиңни, Уларниң пәрзәнтлири шан-шөһритиңни.
Psal UyCyr 89:17  Әй Рәббимиз, меһриң бизгә яр болсун, Мәдәт қилғин, ишлиримиз оң болсун, Қоллиримиз бәрикитиңгә лиқ толсун.