Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 144
Psal UyCyr 144:1  Улуқлаймән Падишайим Худа Сени, Махтаймән та әбәт нам-шәривиңни.
Psal UyCyr 144:2  Һәмдусана ейтимән һәр күни Саңа, Апирин ейтимән мәңгү намиңға.
Psal UyCyr 144:3  Худа улуқ, һәссиләп мәдһийиләшкә лайиқтур, Улуқлуғини билишкә һечким қадир әмәстур.
Psal UyCyr 144:4  Әвлатлардин-әвлатқа қалар яхши ишлириң, Елан қилинар уларниң тиллирида қудритиң.
Psal UyCyr 144:5  Тәпәккүр қилимән шан-шөһритиң һәққидә, Чоңқур ойлаймән мөҗүзилириң үстидә.
Psal UyCyr 144:6  Дастан болуп таралған чоң ишлириң тилларда, Мәнму баян әйләймән улуқлуғиңни дайима.
Psal UyCyr 144:7  Улар әсләп, сөзлишәр шәпқитиңни бәс-бәстә, Адалитиңни күйлишәр нахша ейтип һәвәстә.
Psal UyCyr 144:8  Худа рәһимдил, шәпқәтликтур, Асанлиқчә ғәзиви кәлмәс, Меһир-муһәббити чәксиздур.
Psal UyCyr 144:9  Пәрвәрдигар һәммигә илтипат қилар, Барлиқ яратқанлириға рәһимдил болар.
Psal UyCyr 144:10  Әй Пәрвәрдигар, Саңа улар шүкүр ейтар, Саңа садиқ бәндилириң мәдһийә оқар.
Psal UyCyr 144:11  Улуғвар һөкүмранлиғиң һәққидә улар сөзләр, Бүйүк қудритиңни һәммә инсанға баян әйләр.
Psal UyCyr 144:12  Җаһан әһлини улуқ ишлириң билән улар хәвәрдар қилар, Падишалиғиңниң шәрәплик сәлтәнитини мәлум қилар.
Psal UyCyr 144:13  Падишалиғиң мәңгүлүк падишалиқтур, Һөкүмранлиғиң әвлаттин-әвлатқичидур, Пәрвәрдигар вәдисигә садиқтур, У һәммигә һәр дайим вападардур.
Psal UyCyr 144:14  Пәрвәрдигар йөләр жиқилғанларни, Руслар егилгәнләрниң қәддини.
Psal UyCyr 144:15  Әй Пәрвәрдигар, Тәлмүрәр һәммисиниң көзи Саңа, Берисән рисқини уларға өз вақтида.
Psal UyCyr 144:16  Җанлиқларниң еһтияҗини қандурисән, Уларға қоли очуқ мәрттурсән.
Psal UyCyr 144:17  Пәрвәрдигар һәммә ишта адилдур, У һәммигә һәр дайим вападардур.
Psal UyCyr 144:18  Пәрвәрдигар Өзигә дуа қилғанларниң йенидидур, Уни чин дилидин сеғинғанларға йеқиндур.
Psal UyCyr 144:19  У йәткүзәр мурадиға Өзигә ихлас қилғанларни, Аңлап налисини қутқузар уларни.
Psal UyCyr 144:20  Қоғдар Пәрвәрдигар Өзини сөйгәнләрни, Амма һалак қилар барлиқ яманларни.
Psal UyCyr 144:21  Һәмдусаналар чүшмәс мениң еғизимдин Пәрвәрдигарға, Пүткүл җанлиқлар мәңгү мәдһийә ейтсун муқәддәс намиға.