Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 48
Psal UyCyr 48:2  Әй җаһан әһли, қулақ селиңлар, Әй хәлиқләр, яхши аңлаңлар.
Psal UyCyr 48:3  Есилзадә яки аддий адәм болсун, Бай вә намрат һәммиси қулақ салсун.
Psal UyCyr 48:4  Баян әйләй һекмәткә толған сөзләрни, Чүшәндүрәй қәлбимдики чоңқур ойларни.
Psal UyCyr 48:5  Диққитимни берип мән һекмәтлик сөзләргә, Лира челип чүшәнчә берәй униң сирлиқ мәналириға.
Psal UyCyr 48:6  Мән немишкә қорқуп жүрәй хәтәр кәлсә бешимға, Дүшмәнлиримниң явузлуқлири әтрапимни қаплап турса?
Psal UyCyr 48:7  Мал-мүлкигә ишинәр улар, Байлиғиниң көплүгидин махтинар.
Psal UyCyr 48:8  Қериндиши үчүн һечким Худаға төләм төләлмәс, Қериндиши үчүн төләм төләш мүмкин әмәс, Баһасиздур инсан һаяти, сетип алғили болмас. Қутқузалмас һечким өлүмдин қериндишини, Мәңгү яшап гөр азавини көрмәслигини.
Psal UyCyr 48:9  Қериндиши үчүн һечким Худаға төләм төләлмәс, Қериндиши үчүн төләм төләш мүмкин әмәс, Баһасиздур инсан һаяти, сетип алғили болмас. Қутқузалмас һечким өлүмдин қериндишини, Мәңгү яшап гөр азавини көрмәслигини.
Psal UyCyr 48:10  Қериндиши үчүн һечким Худаға төләм төләлмәс, Қериндиши үчүн төләм төләш мүмкин әмәс, Баһасиздур инсан һаяти, сетип алғили болмас. Қутқузалмас һечким өлүмдин қериндишини, Мәңгү яшап гөр азавини көрмәслигини.
Psal UyCyr 48:11  Билимиз данишмәнләрниң өлүм шәрбити ичидиғанлиғини, Надан вә ахмақларниңму охшашла өлидиғанлиғини. Улар һаман қалдуруп кетәр башқиларға мал-мүлкини.
Psal UyCyr 48:12  Гәр нам қилип бәрсиму исимлирини йәрлиригә, Уларниң қәбирлири өйлири болуп қалар мәңгүгә. Туралғусидур шу қәбирләр дәвирдин-дәвиргичә.
Psal UyCyr 48:13  Байлиғи болсиму мәңгү яшавәрмәс инсан, Һайванға охшаш бир күни өлүп түгәйду һаман.
Psal UyCyr 48:14  Мошундақ болар ақивити өзигә ишәнгән ахмақларниң, Уларға әгишип сөзлиригә қайил болғанларниң. Селаһ
Psal UyCyr 48:15  Падичи болуп өлүм уларға, Һайдар уларни қой кәби өлүкләр маканиға. Җәсәтлири чирип кетәр гөр ичидә, Һашамәтлик өйлириму қалар жирақта. Һәққанийлар ғалибә күни кәлгәндә Һөкүм сүрәр уларниң үстидә.
Psal UyCyr 48:16  Лекин Худа Өз йениға тартар мени, Гөр азавидин халас қилип җенимни. Селаһ
Psal UyCyr 48:17  Беарам болма бирәрси бейип кәтсә, Аилисиниң мал вә мүлки көпәйсә.
Psal UyCyr 48:18  Һечнемисини елип кетәлмәс у өлгәндә, Биллә болмас мал вә мүлки қәбридә.
Psal UyCyr 48:19  Бәхитлик һис қилсиму у өзини һаят чеғида, Кишиләр махтисиму у ронақ тапқинида,
Psal UyCyr 48:20  Кетәр у йәнила ата-бовилириниң йениға, Чиқалмас мәңгү улар йоруқлуққа.
Psal UyCyr 48:21  Чүшәнмәс байлиғи бар инсанлар буни, Һайванға охшаш өлидиғанлиғини бир күни.