Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 50
Psal UyCyr 50:2  Падиша Давут Батшәба дегән аял билән бир орунда ятқандин кейин, Давутниң алдиға Натан пәйғәмбәр келип Худаниң сөзини йәткүзгән еди. Шуниң билән падиша Давут бу мунаҗәтни язған.
Psal UyCyr 50:3  Рәһимиңни илтипат әйлигәйсән, әй Худа, Чүнки мәңгүлүк муһәббәт бар Сәндә. Кәчүргәйсән мениң қилған гунайимни, Чәксиз рәһимдиллик хислитиңдә.
Psal UyCyr 50:4  Паклиғайсән әйивимдин Егәм мени, Жуюп пакиз мениң барлиқ гунайимни.
Psal UyCyr 50:5  Бәрһәқ, мениң иқрарим бар қилмишимға, Гуналирим турар дайим көз алдимда.
Psal UyCyr 50:6  Гуна қилдим алди билән Сениң алдиңда, Нәзириңдә яман ишлар егисимән, әй Худа. Адаләтниң Егисисән пәқәт Өзәң, Һәқтурсән маңа һөкүм чиқармаққа.
Psal UyCyr 50:7  Гунакармән шүбһисизки туғулғинимдила, Һәтта анамниң қарнида пәйда болғинимдила.
Psal UyCyr 50:8  Сән халайсән қәлбимниң паклиғини, Салғин жүригимниң чоңқур қатлимиға даналиғиңни.
Psal UyCyr 50:9  Тазила мени лепәкгүлдә паклинай, Жуйғин мени қардин аққа айлинай.
Psal UyCyr 50:10  Кәчүргиниңни аңлап, шат-хорам болай, Сән йәнчигән устиханлирим һәм шатланғай.
Psal UyCyr 50:11  Нәзириңдин нери қилип гуналиримни, Өчүрүвәткин Саңа қилған бойсунмаслиғимни.
Psal UyCyr 50:12  Бир пак жүрәк ата қилғин маңа Рәббим, Ихласмән қәлбни қайта қилип тәғдим.
Psal UyCyr 50:13  Қоғлимиғин һозуруңдин һәргиз мени, Тартивалма мәндин Муқәддәс Роһуңни.
Psal UyCyr 50:14  Һис қилдурғайсән яңливаштин ниҗатлиқниң шатлиғини, Ата қилғайсән маңа бир бойсунуш қәлбни.
Psal UyCyr 50:15  Шундила мән азғунларға үгитәй чин йолуңни, Гунакарлар товва қилип, макан қилсун йениңни.
Psal UyCyr 50:16  Еһ Худа, Ниҗаткарим Худа! Қан төкүш җинайитидин қутқузғин мени, Шунда шатлинип, күйләй ниҗатлиғиңни.
Psal UyCyr 50:17  Әй Егәм, сөзләт мениң тилимни, Ейтсун ағзим Саңа болған мәдһийәмни.
Psal UyCyr 50:18  Халимайсән қурванлиқ қилишни, болмиса қилар едим уни, Көйдүрмә қурванлиқ қилсамму хурсән қилмас көңлүңни.
Psal UyCyr 50:19  Худани хурсән қилидиған қурванлиқ — дәл қәлбниң пушаймини, Әй Худа, рәт қилмайсән пушайман қилип товва қилған көңүлни.
Psal UyCyr 50:20  Шапаитиң билән яшнатқайсән Сион шәһирини, Яңливаштин қурғайсән Йерусалимниң сепиллирини.
Psal UyCyr 50:21  Мәмнун болисән бәкитилгән қурванлиқлардин шундила, Қобул қилисән көйдүрмә вә пүтүн қурванлиқларни, Хәлиқ қурванлиқ қилар топақларни қурванлиқ супаңда.